Тәйвән маарип министирлиқи аталғуларни өзгәртиш һәрикитини қозғивәтти
2008.02.14
Тәйвән мәтбуатлириниң билдүрүшичә, тәйвән маарип министирлиқи йәниму илгирилигән асаста " җуңго " дегән намни йоқитиш һәрикитини күчәйтмәктә икән.
Тәйвән маарип министирлиқи " җуңго йезиқи" дегән аталғуни ишлитишниң орниға " хән йезиқи" дәп өзгәртишни, " дөләт тили " дәп аташни " җуңхуа тили " дәп өзгәртишни шуниңдәк " җуңхуа мәдинийити" аталғусини " дөлитимиз мәдинийити " дәп аташни қарар қилған.
Хоңкоңда чиқидиған миңбав гезитиниң пәйшәнбә күни бәргән хәвиригә асасланғанда, тәйвән министирлиқи өткән ай дөләт тилини омумлаштуруш комитетиниң," тәйвән тил - йезиқида тәң баравәр болуш "қануниға асасән тәйвәнниң йәрлик тилини " дөләт тили", тәйвәнгә чоң қуруқлуқ вә башқа җайлардин көчүп кәлгән хитайларниң тилини " җуңхуа тили" дәп аташни бекиткән.
Тәйвән маарип министирлиқиниң мәзкур қарари, әлвәттә хитай чоң қуруқлуқиниң қаттиқ наразилиқини қозғайдиғанлиқини көрсәткән көзәткүчиләр, "бу мәсилә икки тәрәп мунасивитиниң йәниму қаттиқ йириклишишигә йол ачиду"дейишмәктә. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвән президенти спратили тақим араллирини зиярәт қилди
- Җәнубий спратли тақим араллирида тәйвәнниң айродром қурғанлиқи хитайни ғәзәбләндүрди
- Тәйвәндә гоминдаңниң дөләт мүлкини мусадирә қилиш һәққидә аваз қоюш мәсилиси талаш- тартишта
- Америка авам палатаси әзалири америка һөкүмитиниң тәйвәнниң б д т ға әза болуп киришигә қарши чиқишини әйиблиди
- Ху җинтав билән җорҗ буш телефонда тәйвән мәсилиси үстидә музакирә елип барди
- Тәйвән һөкүмитиниң җаң кәйшини улуқлашни ахирлаштуруш тәдбири бүгүн йәнә гоминдаңчиларниң қаршилиқиға учриди
- Тәйвән, бир хитай адвукатиниң дуня сода тәшкилати әрз сунуш органи әзалиқиға қарши чиқти
- Америка дөләт мәҗлиси әзалириниң тәйвәнни қоллаш һәрикити
- Хитай -тәйвән оттурисида җасус тутуш буйичә йәнә бир җиддий җәң башланди
- Чен шүйбйән : бир җуңго принсипи тәслим болуш келишими һесаблиниду
- Тәйвән дөләт байримида өзи тәтқиқ қилип ясап чиққан башқурулидиған бомбиларни параттин өткүзди
- Хитай, тәйвән демократийә -илғарлиқ партийисиниң мустәқиллиқни тәстиқлиғучи қарарнамисини қаттиқ тәнқидлиди