Тәйвән келәр һәптә бир йүрүш һәрбий маневир өткүзмәкчи


2007.05.07

Тәйвән мудапиә минстирлиқиниң хәвәр қилишичә, 14‏- май күни башлинидиған һәрбий маневирлар җәрянида, тәйвән қораллиқ қисимлири, хитайниң тәйвәнгә қарита елип баридиған һава һуҗумиға қарши туруш, хитайниң һавадин елип баридиған һуҗуми җәрянида авиатсийә мәйданлири вә һәрбий базиларни қоғдаш һәмдә хитай алаһидә қисимлириниң һуҗумини чкиндүрүш қатарлиқ һәрбий паалийәтләрни мәшиқ қилидикән.

Хәвәрләргә қариғанда, келәр һәптидики һәрбий маневирлар тәйвәнниң һәр қайси районлирида, тәйвән боғузидики беңго арилида шундақла тәйвәнниң һәм шәрқий һәм ғәрбий районлириға җайлашқан портларда бир туташ елип берилидикән.

Һәрбий анализчилар, хитай һөкүмитиниң һәрбий хамчотини барғансери көпәйтиши нәтиҗисидә, тәйвән боғузидики һәрбий тәңпулуқ бозулуп, хитайниң һәрбий җәһәттин үстүнлүкни игиләшкә башлиғанлиқини тәкитләп, тәйвән бу маневирлар арқилиқ өзиниң һәрбий иқтидарини ашурушқа тиришиватиду, дейшмәктә.

Тәйвән өткән ай тунҗи қетим, әгәр хитай тәйвәнгә һуҗум қилса, хитайға қарши башқурулидиған бомба ишлитидиғанлиқини җакарлиған. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.