Тәйвән б д т ға әза болуш рефирандуминиң өз вақтида елип берилидиғанлиқини җакарлиди
2008.02.01
Тәйвән мәркизи сайлам комитети җүмә күни тәйвәндә 3 - айниң 22 - күни президент сайлими елип берилиш билән тәң, шу күни йәнә тәйвәнниң б д т ға әза болуш илтимаси омуми хәлқ авазиға қоюлидиғанлиқини елан қилди. Сайлам күни тәйвән хәлқи җуңхуа минго дегән намни бикар қилип," тәйвән нами астида б д т ға қатнишиш- қатнашмаслиқ " ни қарар қилиду.
Бу тәклип лайиһисини тәйвәндә һакимийәт бешидики демократийә илғарлиқ партийиси оттуриға қойған болуп, мәзкур партийә өткән айдики парламент сайлимида еғир мәғлубийәткә учриғандин кейин, тәйвән нами астида б д т ға қатнишиш тәклипини хәлқ авазиға қоюш яки қоймаслиқ мәсилиси талаш- тартиш қозғиған.
Лекин гоминдаң партийиси " җуңхуа минго, дегән нам астида яки әмәлийәтни чиқиш қилған шундақла ғәлибә қилғили болидиған бир исим билән б д т ға қайтиш" тәклипини оттуриға қоюп, буни омуми хәлқниң авазиға қоюшни тәшәббус қилмақта. Демократийә илғарлиқ партийиси оттуриға қойған тәклип лайиһисидә болса б д т ға "кириш" тәкитләнгән. Әмма гоминдаңниң тәклип лайиһисидә б д т ға қайтиш тәкитләнмәктә.
Демократийә илғарлиқ партийисиниң тәклип лайиһиси бейҗиң һөкүмити вә америкиниң қарши турушиға учриди. Америка ташқи ишлар министири кондализа райис, чен шүйбйән һөкүмитиниң һәрикитини " иғвагәрчилик", дәп әйиблигән. Лекин президент чен шүйбйән рефирандумни ақлап, " бу һәргиз иғвагәрчилик әмәс, бәлки тәйвән хәлқиниң ирадисигә һүрмәт қилиш " дегән иди. Тәйвән мәркизи сайлам комитети рефирандум қарарини җакарлаш билән биргә йәнә, биләт ташлаш тәртипи вә қаидилирини елан қилди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Җәнубий спратли тақим араллирида тәйвәнниң айродром қурғанлиқи хитайни ғәзәбләндүрди
- Тәйвән һәрбий маневирда аваздин тиз учидиған башқурулидиған бомбисини намайән қилди
- Демократийә түзүми мустәбит түзүмни өзгәртәләмду?
- Тәйвәндики гоминдаң партийси көрсәткән президнт кандидати ма йиңҗюниң сайлам елани
- Тәйвәндики сайлам нәтиҗиси мустәқиллиқниң инкариму яки чен шуйбйәнниң инкар қилинишиму?
- Ваң лишоң хитай алий мәктипиниң уйғурлар һәққидә елип барған райини синаш нәтиҗисини инкар қилди
- Тәйвәндә гоминдаңниң дөләт мүлкини мусадирә қилиш һәққидә аваз қоюш мәсилиси талаш- тартишта
- Америка, тәйвәнниң б д т ға әза болуш мәсилсидә рифрандом өткүзүш пиланини тәнқид қилди
- Америка авам палатаси әзалири америка һөкүмитиниң тәйвәнниң б д т ға әза болуп киришигә қарши чиқишини әйиблиди
- Тәйвәндә сиясий җинайәтчиләр түрмиси кишлик һоқуқ бағчисиға өзгәртилди
- Ху җинтав билән җорҗ буш телефонда тәйвән мәсилиси үстидә музакирә елип барди









