Тәйвән даирилири бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болуш үчүн омум хәлқ аваз қоюш пиланидин ваз кәчмиди
2007.06.20
Тәйвән президенти чен шуйбйән 6 - айниң 18 - күни америка вәкилләр өмикигә, тәйвәндә 2008 - йили елип берилидиған президент сайлими үчүн тәйвәнниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға кириши тоғрисида омум хәлқ аваз қоюп қарар қилишни муһим шәрт қилидиғанлиқини билдүргәндин кейин, америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси микормак әпәнди 19 - ийон күни, америка изчил һалда 'бир җуңго' сияситини иҗра қилидиғанлиқини, гәрчә мувапиқ вақитта тәйвәнниң бәзи хәлқаралиқ тәшкилатларға киришини қоллисиму, әмма тәйвәнниң бир игилик һоқуқи бар дөләт сүпитидә киришини қоллимайдиғанлиқини җакарлиған иди.
Франсийә агентлиқиниң 20 - ийон күни хәвәр қилишичә, тәйвән даирилири бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға тәйвән дегән нам билән кириш тоғрисида омум хәлқ аваз қоюш пикридин янмиған. Улар тәйвәнниң бир демократик дөләт икәнликини, тәйвәнниң ишини тәйвән хәлқи өзи бәлгиләйдиғанлиқини тәкитләп, бу пиланини бу йил 9 - айда йолға қойидиғанлиқини җакарлиған.
Мәркизи агентлиқиниң хәвәр қилишичә, тәйвәндә һоқуқ тутуватқан демократийә- илғарлиқ партийиси 20 - ийон күни ' рай синаш нәтиҗисигә қариғанда, һазир тәйвәндә % 70 хәлқ тәйвәнниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болуп киришини қоллайду, һәтта гоминдаңчиларниңму % 53 и буни қоллайду' дәп җакарлиған.
Тәйвән билән чоң қуруқлуқ 1949 - йили иккигә бөлүнүп кәткән, тәйвәндики гоминдаң һөкүмити болса 1971 - йили бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики орнини йоқатқан иди. Хитай коммунист һөкүмити тәйвәнгә қарита орунлаштурған башқурулидиған бомба санини 1996 - йилидики 160 дин һазир 1000 ға йәткүзгән. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң тәйвән ишханиси 'тәйвән мустәқиллиқи тәвәккүлчилиқ' дәп җакарлиди
- Ли деңхуйниң японийидики шәхсий зиярити хитайниң ғәзипини қозғиди
- Америка мудапиә министирлиқи доклатида, хитайни тәйвәнгә һуҗум қилмаслиқ тоғрисида агаһландурди
- Демократийә вә тәрәққият партийисиниң рәиси, америка 'бир җуңго сияситини' көздин кәчүрүшкә мәҗбур болиду, дәйду
- Чен шүйбийән : тәйвән қайта мустәқиллиқ елан қилмайду
- Тәйвән хитайниң тәқлиди һуҗумиға қарши һәрби маневер елип барди
- Тәйвәнниң дуня сәһийә тәшкилатиға әза болуш тәлипи рәт қилинди
- Тәйвән хитайдики муһим нишанларға зәрбә бериш иқтидариға игә башқурулидиған бомбилирини истратегийилик орунлаштуруш пиланини оттуриға қойди
- Тәйвәндә 'җаң кәйши хатирә сарийи' ниң нами 'тәйвән демократийә хатирә сарийи' ға өзгәртилди