Америка тәйвән мустәқиллиқини қоллимаймиз, деди
2006.09.26
Тәйвән президенти чен шүйбйән, йәкшәнбә күни тәйвән земинини қайта бекитиш мәсилиси үстидә тохталғандин кейин, америка ташқи ишлар министирлиқи дүшәнбә күни америка тәйвән мустәқиллиқини қоллимайду, дәп көрсәтти вә тәйвән боғузиниң һазирқи һалитини бир тәрәплимилик өзгәртишкә қарши туридиғанлиқини билдүрди.
Америка ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси там кәйсей, америка президент чен шүйбйәнниң асасий қанун ислаһати игилик һоқуқ мәсилисигә четилмайдиғанлиқи тоғрисидики вәдисигә әстайидил муамилә қилиду, дәп тәкитлигән. Кәйсейниң әскәртишичә, америкиниң бу муамилиси тәйвәнниң земин чегрисини айриш мәсилисини өз ичигә алидикән.
Президент чен шүйбйән йәкшәнбә күни тәйвән земин чегрисини айришниң зөрүр яки әмәслики үстидә қайта ойлишип, хитай чоң қуруқлуқиға тәвә әмәсликидин ибарәт бу риаллиқни ипадиләш керәк, дәп тәкитлигән иди.
Тәйвәнниң һазирқи асасий қанунида "җуңхуа минго" чегриси хитай чоң қуруқлуқини өз ичигә алған. Хитай даирилири тәйвән мустәқиллиқ җакарлиса, униңға һәрбий һуҗум қозғайдиғанлиқини агаһландурмақта. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Чин шүйбйән, әйвән хитайниң һуҗумлириға тақбил туруш күчигә игә, деди
- Тәйвән "тәйвән" нами билән б д т ға киришни җиддий ойлашмақта
- Тәйвән қуруқлуқ армийиси генералиниң японийә зиярити, җоңгу даирилириниң наразилиқини қозғиди
- Тәйвәндә гоминдаңчилар президент чен шүйбйәнни вәзиписидин қалдуруш үчүн һәрикәт қозғап мәғлуп болди
- Тәйвәндә өктичиләрниң пилани парламенттин өтмиди