Тәйвәндә миңлиған киши мустәқиллиқини қоллап намайиш өткүзди


2007.09.08

Шәнбә күни тәйвәнниң пайтәхти тәйби шәһиридә, миңлиған киши, тәйвән президенти чин шүйбийәнниң, тәйвәнни қайтидин б д т ға әза қилиш һәрикитини қоллап, намайиш өткүзди.

Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, һакимийәт бешидики тәйвән демократийә вә тәрәққият партийисиниң рәһбири йү ши күн намайишта сөз қилип, һөкүмитиниң тәйвәнни, тәйвән җумһурийити нами билән қайтидин б д т ға әза қилиш үчүн башлатқан һәрикитини давамлаштурудиғанлиқини тәкитлигән.

Америка президенти җурҗ буш вә хитай дөләт рәиси хуҗинтав, пәйшәнбә күни асия-тинч окян иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилати дөләт башлиқлири йиғини һарписида, австралийиниң сиднй шәһиридә елип барған сөһбәттин кейин, тәйвән һөкүмитиниң б д т ға әза болуш пиланини, районда хәтәрлик бир вәзийәтниң келип чиқишиға сәвәб болидиған бир пилан дәп көрсәткән иди.

Лекин тәйвән президенти чин шүйбийән, хитай вә америкиниң агаһландурушлириға қаримай, тәйвәндә өткүзүлидиған президент сайлими билән бирликтә тәйвәнниң б д т ға әза болуши мәсилсидә рай синаш елип бериш пиланини чоқум әмәлгә ашурудиғанлиқини тәкитлиди.

Америка президенти җурҗ бушниң тәйвәнниң б д т ға әза болуш пилани һәққидә қилған сөзлири, нурғунлиған тәйвәнликни ғәзәбләндүргән болуп, шәнбә күни, америкиниң тәйбидики ишханиси алдида өткүзүлгән намайишта, тәйвән сақчилири билән америкиниң тәйвәнниң мустәқиллиқи мәсилисидики мәйданиға нарази болған намайишчилар оттурисида тоқунушлар йүз бәргән. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.