Тәйвән ташқи ишлар министири: " тәйвән бир мустәқил дөләт"


2007.08.31

Хуаң җифаң бирләшмә агентлиқиға: "тәйвән пүтүнләй бир мустәқил дөләт. Сода җәһәттин елип ейтқандиму тәйвән дуня бойичә 16- орунда туридиған чоң дөләттур" деди.

У йәнә: " бир чәт дөләт хадиминиң ейтқанлири тәйвәнниң дөләт орнини өзгәртәлмәйду һәмдә бундақ баһаларму "мәнтиқисиз" дәп қошумчә қилди.

30-Авғуст пәйшәнбә күни, америка ақсарай дөләт бихәтәрлики мәслиһәтчиси, асия ишлири директори деннис вилдер тәйвәнниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болуп кириш үчүн елип бармақчи болған омум хәлқ рай синаш һәрикитини " чүшиниксиз" дәп сүрәтлигән һәмдә буниң район характерлик мунасивәтләрдә җиддийчилик пәйда қилидиғанлиқини оттуриға қойған вә " бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болуп кириш бир мустәқил дөләт орни тәләп қилидиған иш. Тәйвән, җуңхуа минго (хитай җумһурийити), хәлқара җәмийәттә техи бир мустәқил дөләт әмәс" дегән иди.

Вилдер йәнә тәйвәнниң һазирқи әмәлий әһвалға асасланғанда бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болуп кирәлмәйдиғанлиқини көрсәткән.

Тәйвән, әслидә җуңхуа минго (хитай җумһурийити) дегән намда бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болуп кәлгән болуп 1971 ‏- йили бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики орнидин айрилип қалған. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.