Тәйвән, бейҗиңни тинчлиққа тәһдит селиватиду дәп әйиблиди
2007.10.01
Хитай ташқи ишлар министири яң җиечи җүмә күни б д т ни агаһландуруп, тәйвәнниң б д т ға әза болуш арзусини хәлқ авазиға қоймақчи болушиниң район характерлик муқимлиққа еғир бир тәһдит икәнликини билдүрди.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, тәйвән ташқи ишлар министирлиқи 1 -өктәбир(дүшәнбә) күни баянат елан қилип хитайниң юқириқи сөзлирини рәт қилди. Баянатта билдүрүлүшичә, тинчлиққа тәһдит селиватқан тәрәп тәйвән болмастин, хитай тәрәптур. Хитайниң тәйвәнни нишанлап турған 1000 ға йеқин башқурилидиған бомбиси бу тәһдитниң пакитлиридур.
Баянатта, " бир хитай" принсипи ашкара тәнқидлинип мундақ дейилди: " тәйвән хитайниң бир парчиси әмәс, тәйвән билән хитай 1949 - йилдин бери айрим-айрим һалда өз алдиға башқурулуватқан икки дөләт , бир-биригә тәвә әмәс , хитай тәйвәнни башқуруп баққини йоқ , бир тийин баҗ елип баққиниму йоқ. Тәйвәнни хитайниң бир парчиси дейиш реаллиқни бурмилиғанлиқ һәм хәлқара җамаәтни хата йетәкләшкә урунғанлиқ."
Йәнә бирләшмә агентлиқниң хәвәр қилишичә, тـәйвән демократийә -илғарлиқ партийиси мушу йәкшәнбә күни ачқан партийә қурултийида, тәйвәнниң мустәқил кимлики вә игилик һоқуқ орнини хәлқ авазиға селиш лайиһәси, узун талаш-тартиштин кейин мақулланған. Йиғинда елинған қарарда мундақ дейилгән: "намимиз хитай җумһурийитидин тәйвәнгә өзгәртилиду, әң қисқа вақит ичидә йеңи асасий қанун йолға қоюлиду. Мувапиқ бир пәйттә , тәйвәнниң игилик һоқуқлуқ орни хәлқ авазиға селиниду." (Шөһрәт һошур)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвән тәкшүрүш идарисиниң икки хадими хитайға мәлумат сатқанлиқи үчүн қолға елинди
- Тәйвән б д т әзалиқи үчүн үзлүксиз тиришидиғанлиқини җакарлиди
- Тәйвән б д т ға әза болуш мәсилиси һәққидә хәлқара сотқа әрз сунушни ойлашмақта
- Хитай һөкүмити америкиниң тәйвәнгә қорал сетип бериш пиланиға наразилиқ билдүрди
- Тәйвәндә йүз миңлиған киши, тәйвәнниң б д т ға әза болушини қоллап намайиш өткүзди
- Чен шүйбйән : тәйвән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болушқа тамамән һәқлиқ
- Тәйвәндә миңлиған киши мустәқиллиқини қоллап намайиш өткүзди
- Ху җинтав тәйвәндә йолға қоюлидиған 'омумий хәлқ аваз қоюш' ни бөлгүнчилик дәп җакарлиған
- Чин шүйбйән тәйвән хәлқини, тәйвәнниң б д т ға кириш һәрикитини қоллашқа чақирди
- Тәйвән ташқи ишлар министири: " тәйвән бир мустәқил дөләт"