Тәйвән дөләт байримида өзи тәтқиқ қилип ясап чиққан башқурулидиған бомбиларни параттин өткүзди
2007.10.10
10 Өктәбир чаршәнбә күни тәйвән дөләт байримида өзи тәтқиқ қилип ясап чиққан, аваздин тиз учидиған шйоңфең 3 вә тйәнкуң 3 типлиқ башқурулидиған бомбилар параттин өткүзүп, кишиләрниң диққитини алаһидә җәлп қилди.
Мутәхәссисләрниң мөлчәрлишичә, мәзкур бомбиларниң оттуричә учуш мусаписи 800 километир болуши мумкин болуп, җәнуби хитайдики хитайниң башқурулидиған бомба базилириға, шаңхәй, хоңкоң қатарлиқ шәһәрлиригә үнүмлүк зәрбә берәләйдикән.
Франсийә агентлиқида тәйвән президенти ейтқанлирини нәқил елип көрситишичә, тәйвән президенти чен шүйбйән дөләт байримидики нутқида, хитай һөкүмитиниң һәрбий һазирлиқлар кеңәймичиликиниң дуня тинчлиқиға тәһдит елип келиватқанлиқини билдүрди вә хитайни тәйвән қаритип тизип қойған 1000 данә башқурулидиған бомбилирини еливетишкә қистиди.
У йәнә, тәйвәнниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға тәйвән намида әза болуп кириши үчүн омумий хәлқ аваз қоюш паалийитини давамлиқ елип беришта чиң туридиғанлиқини билдүрди.
Тәйвән президенти чен шүйбйән нутқида, тәйвәнниң мустәқил бир дөләт икәнликини вә тәйвән хәлқниң оз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқиға игә икәнликини көрситип: " пәқәт тәйвән хәлқила өз дөлитиниң кәлгүсини бәлгиләш һоқуқиға игә" деди.
Тәйвән 16йилдин бери тунҗи қетим елип барған бу һәрбий парат, хитай- тәйвән мунасивәтлиридики җиддийчилик улғийиватқан мәзгилгә тоғра кәлгән болуп, японийә һөкүмити баянат елан қилип, хитай вә тәйвәнниң бир- биригә соғуққан муамилидә болуши керәкликини тәкитлиди.
японийә дөләт баянатчиси нобутака мачимура: " бу икки тәрәп бу мәсилиләрни тинч йосунда сөһбәт билән һәл қилиши керәк" деди. У йәнә тәйвән билән хитай арисидики мунасивәтләрни һәрбий җиддийчилик билән һәл қилғили болмайдиғанлиқини оттурға қойди.( Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвән дөләт байримида йеңи башқурулидиған бомбисини көрсәтмәкчи
- Хитай, тәйвән демократийә -илғарлиқ партийисиниң мустәқиллиқни тәстиқлиғучи қарарнамисини қаттиқ тәнқидлиди
- Тәйвән, бейҗиңни тинчлиққа тәһдит селиватиду дәп әйиблиди
- Тәйвән тәкшүрүш идарисиниң икки хадими хитайға мәлумат сатқанлиқи үчүн қолға елинди
- Хитай азадлиқ армийисиниң баш шитаб башлиқи алмаштурулди
- Тәйвән б д т әзалиқи үчүн үзлүксиз тиришидиғанлиқини җакарлиди
- Тәйвән б д т ға әза болуш мәсилиси һәққидә хәлқара сотқа әрз сунушни ойлашмақта
- Хитай һөкүмити америкиниң тәйвәнгә қорал сетип бериш пиланиға наразилиқ билдүрди
- Тәйвәндә йүз миңлиған киши, тәйвәнниң б д т ға әза болушини қоллап намайиш өткүзди