Хитай һөкүмити тйәнәнмин оқуғучилар һәрикитини бастурушини ақлиди


2005.06.02

4 - Июн тйәнәнмин демократик оқуғучилар һәрикити йүз бәргәнликиниң 16 йиллиқ хатирисиниң һарписида, хитай һөкүмити баянат елан қилип, оқуғучилар һәрикитини қанлиқ бастуруш қилмишини ақлиди.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси куң чүән баянатида, хитай һөкүмитиниң 4 - июн вәқәсигә бәргән баһасиниң өзгәрмигәнликини билдүрүп, "өткәнки 16 йилдин буян хитайдики тәрәққиятлар шуни испатлидики, һөкүмәтниң әйни вақитта чиқарған қарари тоғра болған" деди.

1989 - Йили 4 - июн күни хитай һөкүмити тинчлиқ билән демократийә тәләп қилған оқуғучиларни қораллиқ бастурған. Вәқәдә йүзлигән, һәтта миңлиған кишиләр өлтүрүлгән иди.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай һөкүмити 4 - июн вәқәсиниң 16 йиллиқи хатирисиниң һарписида, сиясий өктичиләргә қаратқан назарәтни күчәйткән. Бәзи өктичиләрниң хатириләш паалийәтлири өткүзүшиниң алди елиш үчүн, һөкүмәт тармақлири уларниң бейҗиңға беришини тосиған. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.