Хитай һөкүмити кишилик һоқуқ үчүн паалийәт елип барған икки чәтәлликни қоюп бәрди
2004.08.31
Хитай сақчи даирилири, тибәтликләрниң кишилик һоқуқини һимайә қилғучи икки нәпәр чәтәллик паалийәтчини қоюп бәргән .
Хәвәрләрдин мәлум болишичә, бу икки чәтәллик паалийәтчи хитай һөкүмитидин тибәтликләрниң кишилик һоқуқини тәләп қилип, әгәр тибәтликләрниң кишилик һоқуқи әслигә кәлтүрүлмисә, бейҗиңниң 2008 - йили өткүзилидиған олимпик тәнтәрбийә мусабиқисини өткүзишкә лайиқ әмәс дигәнлиги үчүн, хитай сақчилири тәрипидин бейҗиңда қолға елинған .
Тибәт кишилик һоқуқ тәшкилатиниң ейтишичә, паалийәтчиләрниң бири авистралийәдин йәнә бири америкидин кәлгән болуп, улар бир қанчә саәт тутуп турулғандин кейин қоюп берилгән , мәзкүр тәшкилат, паалийәтчиләрниң сәйшәнбә күни айрупиланға олтуруп, хитайдин айрилидиғанлиқини билдүрмәктә . (Әқидә)
©
2004 Radio Free Asia