Хоңкоңда тйәнәнмен вәқәсидә өлгәнләргә матәм билдүрүш йиғилиши өткүзүлди


2007.05.27

Йәкшәнбә күни хоңкоң шәһәр мәркизидә 1500 дин артуқ адәм 1989-йилдики тйәнәнмен вәқәсиниң 18 йиллиқи мунасивити билән хитай мәркизий һөкүмитидин тйәнәнмен вәқәсини ақлашни тәләп қилип наразилиқ намайиши өткүзди.

Хәвәрләргә қариғанда хоңкоңдики бу намайиш 6-айниң 4-күни өткүзүлидиған кәң көләмлик хатириләш паалийитиниң һарписи сүпитидә тоғриланған болуп, әнглийә б б с агентлиқиниң хоңкоңдин тарқатқан учурлириға асасланғанда, намайишчилар 1989-йили 4-июн күни хитай азадлиқ армийиси тәрипидин оққа тутулуп өлтүрүлгән оқуғучиларға матәм билдүргән.

Намайишчилар бир бейҗиңпәрәс қанун палата әзасиниң тйәнәнмен вәқәси һәққидики хитай һөкүмити тәрәптә туруп, азадлиқ армийисиниң оқуғучиларға оқ чиқарғанлиқини инкар қилип ейтқан сөзигә наразилиқ билдүргән. Мали исимлик бу кишиниң сөзи хоңкоңлиқларниң наразилиқини қозғиған.

Хоңкоң хәлқи 18 йилидин буян һәр йили 4-июнда вәқәдә өлгәнләргә тәзийә билдүрүп, шам йеқиш паалийити өткүзүш арқилиқ бейҗиң даирилиригә болған наразилиқлирини ипадиләп кәлмәктә. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.