Хитай тоқумичилиқ експорт маллиридин алидиған баҗни көпәйтти


2004.12.13

Америка билән явропа бирликиниң хитай әрзан маллириға болған бесими астида, хитай тоқумичилиқ експорт маллиридин алидиған баҗни ашуруш арқилиқ бәзи тоқумичилиқ маллириниң експортини чәкләшкә мәҗбур болди.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай сода министирлиқи бу чариниң келәр йили 1 - айниң 1 - күнидин башлап йолға қойилидиғанлиқини билдүрди. Әмма баҗниң қанчилик дәриҗидә өстүрилидиғанлиқини вә буниң қайси тоқумичилиқ маллириға қаритилғанлиқини тәпсилий чүшәндүрмиди.

Дуня сода тәшкилати келишимигә асасән, хитайниң тоқумичилиқ маллири вә кийим-кечәклиригә қоюлған сан җәһәттики чәклимиси келәр йили -1айдин башлап әмәлдин қалидиған болуп, америка вә явропа бирлики бу сәвәбтин хитай маллириниң дөлитигә чәклимисиз һалда көп миқдарда төкмә қилинишидин әндишә қилмақта.

Хитайниң әрзан маллири нөвәттә нурғун дөләтләргә тәһдит боливатқан болуп, хитай бу җәһәттә хәлқараниң бесимиға учримақта. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.