Хитай һөкүмити америкиниң хитай маллириға қойған йеңи чәклимиләргә наразилиқ билдүрди


2005.07.24

Хитай һөкүмити шәнбә күни америка һөкүмитиниң хитай тоқумичилиқ мәһсулатлириға қарши йолға қойған йеңи чәклимилиригә наразилиқ билдүрди. Хитай һөкүмити техи җүмә күни америкиниң қаттиқ бесими сәвәбидин хитай пулиниң қиммитини төвәнләткән иди.

Хитай сода минситирлиқиниң баянатчиси чуң чүән, мәзкур министирлиқиниң торбитидә елан қилған баянатида, хитай һөкүмити, америкиниң хитайдин импорт қилинидиған юң кийим - кичәкләргә чәклимә қоюш қарариға қәтий қарши туриду, деди.

Чуң чүәнниң ейтишичә, америка һөкүмити тәрипидин йолға қоюлуши пиланланған йеңи чәклимиләр әркин сода қаидилиригә хилап икән. У, хитай һөкүмитиниң бу мәсилсини дуня сода тәшкилатиға елип бериши мумкинлиқини билдүрди.

Америка һөкүмити аллиқачан хитайдин импорт қилинидиған 7 түрлүк тоқумичилиқ буюмлириға қайтидин чәклимә қойған иди. Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу чәклимиләр, биринчи январ күни хәлқарада тоқумичилиқ мәһсулатлири үстидики чәклимиләр бикар қилинғандин кейин шундақла, пәйшәнбә күни америка һөкүмити хитай һөкүмитиниң хитай пулиниң қиммитини қайтидин көздин кәчүрүш қарарини қарши алидиғанлиқини җакарлишидин бир күн кейин йолға қоюлған.

Хәвәрләргә қариғанда, хитай пулиниң қиммитидики өзгириш, хитай товарлириниң ғәрб дөләтлири базиридики баһасини юқири көтүрүветишти вә узун муддәттә, хитай тоқумичилиқ мәһсулатлириниң ғәрб дөләтлири базарлириға еқишини азайтиши мумкин икән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.