Хитай билән америкиниң тоқумичилиқ маллири һәққидики сөһбити нәтиҗисиз ахирлашти


2005.09.01

Хитай билән америка оттурисидики бир нәччә күндин буян елип бериливатқан тоқумичилиқ маллири һәққидики сөһбәт нәтиҗисиз ахирлашқандин кейин, америка һөкүмити пәйшәнбә күни, хитайниң йәнә икки хил түрдики тоқумичилиқ импорт маллириға чәклимә қойди.

Америка сода министирлиқиниң баянатчиси лоннард бу хәвәрниң, америка һөкүмитиниң сода келишимини йол қоюштики ирадисини көрситидиғанлиқини һәмдә һөкүмәтниң, америка санаитини базарда охшаш орунға игә қилғузушни ойлайдиғанлиқини әскәртти.

У йәнә, "хитай тоқумичилиқ маллири импортиниң ешиши, америка тоқумичилиқ санаитигә еғир зиян салди. Һәтта бу әһвал буниңдин кейин техиму яманлишиши мумкин" дәп билдүрди.

Америка һөкүмити гәрчә , көп қетим хитай даирилиригә екиспорт қилидиған тоқумичилиқ маллириға чәклимә қоюш һәққидә бесим ишләткән болсиму, лекин хитай һөкүмити буни арқиға тартип кәлди. Америка чәклимә қойған бу икки түрдики хитай импорт маллири болса, йиплиқ рәхт вә ич кийимләр икән. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.