Җеҗяңдики қанлиқ топилаңдин кейинки вәзийәт давамлиқ җидди болмақта
2005.04.13
Йәкшәнбә күни хитайниң җеҗяң өлкисидә йүз бәргән деһқанлар билән хитай сақчилири оттурисидики тоқунуштин кейин, деһқанларниң наразилиқи давамлиқ ашмақта.
Топилаң йүз бәргән җеҗяңниң доңяң шәһиригә қарашлиқ хуаши йезисидики бир деһқан франсийә агентлиқиға, топилаңдин кейин бу йезиға бирму сақчиниң келип бақмиғанлиқини ейтип, сақчиларниң бу йәргә келиштин қорққанлиқини билдүрди.
Топилаң деһқанлар узун йиллардин буян нарази болуп кәлгән бир завут сәвәбидин келип чиққан болуп, деһқанлар һөкүмәт ечишқа рухсәт қилған бу завуттин чиққан керәксиз маддиларниң муһитқа вә саламәтликкә зиянлиқ икәнликини болупму буниң мәзкур йезидики деһқанларниң су мәнбәсигә қуюлғачқа, уларниң саламәтликигә еғир тәһдит боливатқанлиқини тәкитлигән.
Әмма деһқанларниң бу наразилиқиға һечким қулақ салмиғачқа, улар завут әтраплириға кәпиләрни селип, завутниң ишләпчиқиришини тосушни мәқсәт қилған. Кейин 300 дин ошуқ хитай сақчиси бу районға келип кәпиләрни өрүшкә башлиғанда, бу йезидики деһқанлар һәммиси көтүрүлүп чиқип сақчиларға таш вә пичақлар билән һуҗум қилған һәмдә бу тоқунушта хитай сақчилири вә һөкүмәт әмәлдарлиридин болуп 80 гә йеқин киши яриланған. Хәвәрдә мәлум болушичә, буниңға қатнашқан деһқанларниң сани 10 миңдин ешип кәткән.
Бу йезидики бир деһқан йәнә мәзкур агентлиққа, деһқанларниң нөвәттә завутниң қайта иш башлишиниң алдини елиш үчүн һазирму давамлиқ бу завутни қоршап туриватқанлиқини, шундақла уларниң таки әң ахирқи үмид түгигичә мушундақ қилидиғанлиқини билдүргән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайда йүз бәргән топилаңда 80 қа йеқин сақчи яриланди
- Гуаңдуңда 50 миң киши сақчилар билән тоқунушти
- Хитай хәнйүәндики су амбири маҗраси мунасивити билән 10 миң кишилик һәрбий орунлаштуруш елип барди
- Хитайлар билән туңганлар оттурисида йүз бәргән тоқунушларда аз дегәндә 20 киши өлди
- Гуаңдуңда сақчилар билән йәрликләр арисида туқунуш йүз бәрди