Әнхуйдә нәччә миң киши сақчилар билән тоқунушуп қалди
2005.06.29
Хитайниң әнхуй өлкиси чиҗов кәнтидә йүз бәргән бир қатнаш маҗираси сәвәбидин бу йәрдики нәччә миң киши сақчиларни уруп, сақчи машинилирини көйдүрүп ташлиған һәмдә сақчи идарисиниң деризә-әйнәклирини чеқип, һәтта әтраптики бир талла базирини булаң-талаң қилған.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, бу тоқунушта 6 нәпәр сақчи хадими яриланған әмма адәм өлүш әһвали көрүлмигән.
Бу қалаймиқанчилиқ йәкшәнбә күни йүз бәргән болуп, буниң келип чиқишидики сәвәп, аммивий аптобустики 4 йолучи йолда кетиватқан бир кишини уруп яриландурғандин кейин, сақчилар бу 4 кишини сораққа тартиш үчүн сақчи идарисиға елип кәткән, әмма ғәзәпләнгән амма топлишип сақчи идарисини қоршивалған һәмдә сақчиларниң бу кишини тапшуруп беришини тәләп қилған. Шундақла нәтиҗидә бу қалаймиқанчилиқ йүз бәргән.
Наразилиқ билдүргән нәччә миң амма сақчи машинилирини өрүп вә униңға от қоюп ташлиғандин сирт, сақчи идарисиниң ток йоллирини кесивәткән һәмдә уларни тосиған сақчиларни урған.
Гәрчә хәвәрдә, буниңға қатнашқан кишиләрниң ениқ сани көрситилмисиму, әмма бәзи мәтбуатларда буниң 10 миңға йетидиғанлиқини билдүргән. Шундақла һазир бу қалаймиқанчилиқ пәсәйтилгән болуп, буниңға четилған 10 киши қолға елинған. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң әнхуй өлкисидики бир сақчи понкити пуқраларниң һуҗумиға учриди
- Җеҗяңдики қанлиқ топилаңдин кейинки вәзийәт давамлиқ җидди болмақта
- Хитайда йүз бәргән топилаңда 80 қа йеқин сақчи яриланди
- Гуаңдуңда 50 миң киши сақчилар билән тоқунушти
- Хитай хәнйүәндики су амбири маҗраси мунасивити билән 10 миң кишилик һәрбий орунлаштуруш елип барди