Гуаңдоңда деһқанлар билән сақчилар тоқунушуп қалди


2006.01.15

Гуаңдоң өлкисидә шәнбә күни, йәргә берилгән төләм мәсилиси сәвәбидин деһқанлар билән сақчилар арисида тоқунуш йүз берип, нәччә киши яриланди.

Ройтерс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, гуаңдоңниң җуңшән шәһиригә қарашлиқ сәнҗяв кәнтидики нәччә йүз деһқан шәнбә күни һөкүмәтниң уларниң йәрлиригә бәргән төләм соммисиға нарази болуп намайиш өткүзгән. Нәтиҗидә йүзгә йеқин сақчи намайишчиларни қоғлиғанда, нарази болған хәлқ, сақчилар билән ейтишип қалған. Исмини ашкарилашни халимиған бир киши агентлиққа, нурғун кишиниң яриланғанлиқини һәмдә нурғунлириниң сақчилар тәрипидин елип кетилгәнликини ейтқан.

Хәвәрдә көрситилишичә, бу намайишчилар өткән һәптә йезилиқ һөкүмәт алдиға берип, тинч олтуруп намайиш қилған. Әмма һөкүмәт даирилири уларниң наразилиқиға инкас қайтурмиғандин кейин, андин улар шәнбә күни бу йәрдики чоң қатнаш кочилириға чиқип намайиш қилған. Лекин һазирғичә хитай даирилири бу тоқунуш тоғрисида һечқандақ инкас қайтурмиди.

Хитайниң гуаңдоң өлкисидә өткән айму мушуниңға охшаш сақчилар билән намайишчилар оттурисида тоқунуш йүз бәргән болуп, у чағда сақчилар намайишчиларни қораллиқ бастуруп аз дегәндә 20 кишини етип ташлиған иди.(Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.