Хитайда сақчилар билән пуқралар оттурисида тоқунушта бир өсмүр қиз таяқ йәп өлди
2006.01.17
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитайниң гуаңдуң өлкиси җуңсән шәһиридики сәнҗав базирида өткән шәнбә күни йүз бәргән сақчилар билән пуқралар оттурисидики тоқунушта 13 яшлардики бир қиз оқуғучи сақчилар тәрипидин уруп өлтүрүлгән.
Даириләр өлгән қиз оқуғучиниң ата - анисиға 200 миң йүән хун пули төлигән. Әмма қизниң ата - анисидин қизини йүрәк кесили сәвәбидин өлди, дәп елан қилишни тәләп қилған.
Хоңкоңда чиқидиған " юлтузлуқ арал" гезитиниң хәвәр қилишичә, өлгән қизниң җәсиди дүшәнбә күни көйдүрүветилгән. Сақчилар вәқә йүз бәргән сәнҗав базирида тәкшүрүшни күчәйтип, пуқраларниң қайта наразилиқ һәрикити қозғишидин сақланмақта.
Хитай ташқий ишлар министирлиқи техи йеқиндила сәнҗав вәқәсидә сақчиларниң пуқраларни ток калтики билән урғанлиқини рәт қилған иди. Йеқиндин бери гуаңдуңда һөкүмәткә қарши бир қатар вәқәләр йүз бәрди. Өткән йили 12 - айда гуаңдуңниң дуңҗу районида пуқралар билән сақчилар оттурисида тоқунуш йүз берип, сақчилар намайишчиларға оқ чиқарған иди. Һөкүмәт даирилири вәқәдә 3 адәмниң өлгәнликини җакарлиған. Әмма кишилик һоқуқ тәшкилатлири өлгәнләрниң 30 дин ашидиғанлиқини елан қилди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- "Чоң сәкрәп илгириләш" дәвридә хитай бойичә 30 милйон адәм өлгән
- Б д т хитайдин намайишчиларни оққа тутуш вәқәсини чүшәндүрүшни тәләп қилди
- Хитай мәтбуати, сиақчилар тәрипидин өлтүрүлгәнләрниң исимлирини елан қилди
- Хитайда бир дохтурханида йүз бәргән от апитидә 39 адәм өлди
- Гуаңдоңда һөкүмәт билән пуқра оттурисида йүз бәргән қанлиқ тоқунуш