Хитайниң чиңду шәһиридә ишчилар билән сақчилар оттурисида тоқунуш йүз бәрди
2006.01.23
Хитайниң чиңду шәһиридики 354 - номурлуқ һәрбий карханиниң сетилишиға қарши наразилиқ билдүргән фабрика ишчилири билән хитай сақчилири оттурисида йүз бәргән тоқунушта нурғунлиған ишчи яриланған.
Америка бирләшмә агентлиқиға билдүрүшичә, фабрика ишчилириниң наразилиқ һәрикити 16 - январ күни башлинип үч күн давамлашқан. Хәвәрләргә қариғанда, һөкүмәт иқтисадий кризисқа учриған карханини сетишни қарар қилған. Әмма ишчилар һөкүмәтниң 300 милйон йүәнгә әрзийдиған мәзкур карханини 80 милйонға сетиш қарариға қарши наразилиқ һәрикити тәшкилләп, фабрика мудирини карханиға соливалған һәмдә улар фабрика идаричилиридин ишчиларға беришкә вәдә қилған 200 милйон төләм пулини төлишини тәләп қилған.
Наразилиқ һәрикитигә қатнашқан ишчиларниң билдүрүшичә, 16-январ күни 1300 әтрапида хитай сақчисиниң фабрика мудирини қутқузуш үчүн карханиға келиши билән сақчилар билән ишчилар оттурисида қанлиқ тоқунуш башланған.Сақчилар, өзлирини карханиға киргүзмигән ишчиларни ток калтәклири билән урған.
Хитайда, һөкүмәткә қарши наразилиқ һәрикәтлири күнсери көпәймәктә. Хитай һөкүмитиниң йеқинда бәргән мәлуматиға қариғанда, өткән йил хитайда 87000 қетим җамаәт тәртипини бузидиған вәқә йүз бәргән. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайда сақчилар билән пуқралар оттурисида тоқунушта бир өсмүр қиз таяқ йәп өлди
- Гуаңдоңда һөкүмәт билән пуқра оттурисида йүз бәргән қанлиқ тоқунуш
- Хитай зиялийлири намайишчиларға оқ чиқириш вәқәсини әйиблиди
- Хитайда он миң киши наразилиқ намайиши өткүзди
- Хитайда сақчиларға һуҗум қилиш вәқәлири көпәймәктә