Гүйяңда нәччә йүз киши топилаң көтүрүп сақчилар билән тоқунушти
-
2006-07-12 -
-
-
Гуйҗуниң гүйяң шәһиридики нәччә йүз киши сақчиларниң бир кишини урғанлиқиға нарази болуп топилаң көтүргән һәмдә сақчи машинилирини уруп чаққан.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң мәлум қилишичә, топилаң дүшәнбә күни йүз бәргән болуп, бу сақчиларниң гүйяңда вақитлиқ туруш рәсмийитини беҗирмигән бир кишини урғанлиқи сәвәбидин келип чиққан. Топилаңға 300 дәк киши қатнашқан һәмдә уларниң көпүнчиси деһқанлар вә көчмән ишчилар икән.
Сақчи даирилири топилаңни бесиқтуруш үчүн сақчи қисимлирини чиқарған. Шундақла икки тәрәп оттурисидики тоқунушта бир қисим кишиләр сақчилар тәрипидин уруп яриландурулған һәмдә нәччиси қолға елинған.
Хәвәрдә мәлум болишичә, ғәзәпләнгән бир қисим кишиләр сақчиларниң пулниң койиға чүшүп кәткәнликини вақитлиқ туруш рәсмийәтлирини чиңитиш вә беҗириш соммилирини өстүривелиш арқилиқ көчмән ишчиларға қәстән аваричилиқ туғдуриватқанлиқини әйиблиди.
Хитайда йеқинқи йиллардин буян мушуниңға охшаш хәлқ арисидики наразилиқ намайишлири көп көрүлгән болуп, өткән бир йилниң ичидила хитайда 87000 қетим хәлқ қаршилиқ һәрикити йүз бәргән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмти, дуңҗуда 19 киши үстидин сот ачти
- Гуаңдуңда йәр маҗраси сәвәбидин деһқанлар билән сақчилар тоқунушуп қалди
- Хитайниң шәнту шәһиридә йүз бәргән сақчилар билән пуқралар арисидики тоқунушта бир адәм өлди
- Хитайдики бир дохтурханида йүз бәргән партлашта 27 киши өлди
- Фошәндики сақчилар билән деһқанлар оттурисидики тоқунушта 50 нәччә киши яриланди