Ички моңғулда 5 миңдин артуқ хәлқ аммиси сақчилар билән тоқунушти


2007.06.14

Мәркизи хоңкоңдики кишилик һоқуқ вә демократийә учур мәркизиниң пәйшәнбә күни билдүрүшичә, ички моңғулниң көкхот шәһиридә өткән һәптә йүз бәргән тоқунушта аз дегәндә 20 адәм яриланған, 3 адәм қолға елинған.

Хәвәрләргә қариғанда, өткән җүмә күни, 5000 дин артуқ хәлқ аммиси нәччә йүзлигән хитай аманлиқ сақлаш сақчилири билән тоқунушқан болуп, вәқә һөкүмәтниң аһалиләрниң йәрлирини әрзан баһада тартивелиши сәвәбидин мәйданға кәлгән.

Исмини ашкарилашни халимиған көкхот шәһиридики бир аһалиниң билдүрүшичә, әслидә һәр бир квадрат метир йәрниң баһаси 3миң 500 йүәнгә тоғра келидиған болуп, һөкүмәт аһалиләргә аран 1миң 300 йүән беришни бекиткән.

Хоңкоң кишилик һоқуқ вә демократийә учур мәркизи 6 ‏- айниң 8 ‏- күни йүз бәргән тоқунушниң, тәхминән 500 гә йеқин сақчи вә өй көчүрүш хадимлириниң , көкхот шәһиридики бир районда йәрләрни түзләш вә йәр даирисини бәлгиләш хизмити башлиниши билән келип чиққанлиқини, 5000 дин артуқ аһалиниң тосқунлуқ қилиши нәтиҗисидә ,тоқунуш йүз берип 20 кишиниң яриланғанлиқини вә 2 аялниң еғир зәхмиләнгәнликини билдүрди. Буниңдин сирт хәлқ аммиси 3 сақчи машинисини вәйран қилған болуп,буниңға мунасивәтлик 3 киши қолға илинған.

Хитайниң иқтисадий тәрәққияти, нурғунлиған деһқанларни йәрлирини әрзан баһада һөкүмәткә тапшурушқа яки көчүшкә мәҗбурлимақта вә буниң билән наһайити чоң наразилиқлар мәйданға кәлмәктә. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.