Хитайда һәрбийдин чекингән әскәрләр билән сақчилар оттурисида қанлиқ тоқунуш йүз бәрди


2007.09.11
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Ройетирс агентлиқи сәйшәнбә күни хоңкоңдики хитай кишилик һоқуқ демократийә учур мәркизиниң сөзини нәқил кәлтүрүп, өткән һәптә ички моңғулниң бавто, шәнши өлкисиниң бавҗи вә хубей өлкисиниң вухән қатарлиқ җайлирида, төмүр йол мәктипидә чиниқиватқан һәрбийликтин чекингән 2 миң әскәр билән нәччә миңлиған сақчи оттурисида қанлиқ тоқунуш йүз бәргәнликини билдүрди.

Хәвәрдин мәлум болушичә, тоқунушта 20 нәччә адәм яриланған, 5 адәм қолға елинған болуп , хитай төмүр йол министирлиқи бу йил 7 ‏- айда бир туташ имтиһан тәсис қилип, һәрбийликтин чекингән 6 миң әскәрни , төмүр йол тармиқиниң 12 мәктипидә 2 йилға қәдәр чениқтурушни қарар қилған.

Әскәрликтин қайтқан 6 миң киши мәктәпниң турмуш вә өгиниш шараитлириниң начарлиқидин нарази болуп топилаң чиқарған. Франсийә агентлиқиниң бу һәқтә бәргән хәвиригә қариғанда, бавто төмүр йол мәктипиниң бир оқуғучиси франсийә агентлиқиниң мухбириға йүз бәргән топилаң һәрикити һәққидә сөзләп, мәктәптики пүтүн синип , ишханиларниң ишик ‏- дәризилириниң уруп чеқивитилгәнликини һәтта мәктәп аптомобиллириниңму вәйран қилинғанлиқини билдүргән. Әмма бу оқуғучи мәктәпкә от қоюветилгәнлик тоғрисидики параңларни инкар қилип, нөвәттә мәктәпниң тенч һаләткә қайтқанлиқини ейтқан.

Топилаң , төмүр йол министирлиқиға тәвә үч җайдики 12 мәктәптә бирла вақитта тәң йүз бәргән болуп, вәқәдин хәвәрдар кишиләрниң билдүрүшичә, бир қисим мәктәпләрдә ишхана вә синипларға от қоюветилгән , лекин һөкүмәт даирилири бу қетим йүз бәргән топилаңниң һәқиқий маһийитини йошуруп, мәтбуатларға бу һәқтә һечқандақ учур бәрмигән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.