Хитайниң пиланлиқ туғут сияситигә қарши чиққучи қийин-қистаққа елинди


2004.10.06

Хитайниң пиланлуқ туғут сияситигә изчил қаршилиқ билдүрүп киливатқан шаңхәйлик аял мав хиңфиң хитай даирилири тәрипидин әмгәк билән өзгәртиш мәйданиға әвәтилип, қаттиқ қийин қистаққа елинған.

Баш штаби нию-юрктики "хитай кишилик һоқоқ тәшкилати"ниң билдүришичә, мавхиңфиң әслий бир ишчи болуп, у 1988 - йили пиландин сиртқи иккинҗи балисини завут даирилириниң қаршилиқиға қаримастин туққанлиқи үчүн, завуттин һәйдәлгән.

Шундин бери мавхиңфиң изчил түрдә "бир балилиқ болуш" сияситигә қарши чиқип, һәр қайси дәриҗилик һөкүмәтләргә әрз сунған. Нәтиҗидә у бу йил 4 - айда шаңхәй сақчи даирилири тәрипидин қолға елинған. У, әмгәк билән өзгәртиш мәйданиға әвәтилгәндин кийин, қаттиқ дүмбалинип, қийин- қистаққа елинған.

Хитайниң пиланлиқ туғут сиясити, кишилик һоқоқ тәшкилатлири тәрипидин әйиплинип келиниватқан мәсилиләрниң бири. Чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири, хитай һөкүмитиниң уйғур елида пиланлиқ туғут сияситини қаттиқ қоллуқ билән йүргүзүш җәрянида, ана вә балиларниң өлимигә сәвәб боливатқанлиқи, нурғун аилиләргә җисманий , роһий вә иқтисати җәһәтләрдин әслигә кәлтүргүсиз зиян-зәхмәтләрни йәткүзиватқанлиқини әйиплимәктә. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.