Хитай пиланлиқ туғут комитети қопал шоарларни чәклиди
2007.08.05
Хитай дөләтлик нопус вә пиланлиқ туғут комитети, йеза -кәнтләрдә һөкүмәт даирилири тәрипидин пиланлиқ туғут сияситини иҗра қилишта ишлитиливатқан қопал вә соғуқ шоарларни чәклиди.
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, пиланлиқ туғут сияситини иҗра қилишта йеза -кәнт һөкүмәт даирилири тәрипидин ишлитиливатқан " бир бала көпәйди дегәнлик, бир қәбрә көпәйгәнликтур" дегәнгә охшаш шоарларни чәкләп, һөкүмәт даирилири тәрипидин ишлитишкә болудиған 190 шуарниң тезимликини елан қилған.
Хитай һөкүмитниң билдүрүшичә, пиланлиқ туғут сиясити, хитайда аз дегәндә 300 милйон балиниң туғулишиниң алдини алған вә хитайниң иқтисадий тәрәққиятиға муһим һәссә қошқан.
Лекин хитайниң пиланлиқ туғут сияситини тәнқид қиливатқанлар, бу сиясәтниң, мәҗбури бала чүшүрүш, туғмас қиливетиш вә хитайдики әр-аял нопус нисбитидики тәңпуңсизлиқ қатарлиқ җиддий мәсилиләрни кәлтүрүп чиқарғанлиқини, баян қилмақта.
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, әгәр, бала чүшүрүш тәлипи рәт қилинса, ойләр өрилиду, калилар мусадирә қилиниду қатарлиқ сүпәтсиз шуарлар, хитай һөкүмитиниң нопусни контрол астида тутуп туруш паалийитигә сәлбий тәсир йәткүзидикән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити һамилидар болған қиз оқуғучилар алий мәктәпләрдин чиқирилишини чәклиди
- Хунән пиланлиқ туғут қануниға хилаплиқ қилғучилардин 8 һәссә өрлитип җәриманә алмақчи
- Гуаңшида пиланлиқ туғут тоқунуши пәйда қилған әмәлдарларни сотлаш үчүн адвокатлар һәқсиз мулазимәткә тәйяр
- Гуаңши өлкисидә йүз бәргән пиланлиқ туғутқа қарши топилаң техи тинҗимиди
- Гуаңшидики деһқанларниң пиланлиқ туғутқа қарши қозғилиңи сақчилар тәрипидин бастурулди
- Хитайда миңлиған амма "пиланлиқ туғут сиясити "гә қарши намайиш қилди
- Хитайдики җинсий тәңпуңсизлиқ вә җәмийәт зораванлиқиниң мәнбәси
- Хоңкоң һөкүмити һамилдар аялларниң хитай чоң қуруқлуқидин хоңкоңға келип йәңгишини чәклиди
- Хитайда пиланлиқ туғутқа қарши паалийәтчи уруп яриландурулди
- Америка б д т дин хитайдики пиланлиқ туғут программисини тохтитишини тәләп қилди