Хитай әмәлдарлири "бир пәрзәнтлик туғут сиясити" ни бикар қилиш бишаритини бәрди


2008.02.29

Хитай даирилири бир пәрзәнтлик туғут сиясити йолға қоюп 30 йилдин кейин, бейҗиңдики юқири дәриҗилик әмәлдарлар бир пәрзәнтлик туғут сияситини бикар қилиш еһтимали үстидә ойлишиватқанлиқини билдүргән. Б б с ниң хәвәр қилишичә, дөләтлик нопус вә пиланлиқ туғут комитетиниң муавин рәиси җав бәйе, "бир пәрзәнтлик сиясәт " ни бикар қилиш мәсилисини әстайидил вә мәсулийәтчанлиқ билән ойлишиватқанлиқини" тәкитлигән. У, мухбирларға "мән буниң қачан бикар қилинидиғанлиқини вә конкрет қандақ сиясәт йолға қоюлидиғанлиқини сөзлимәймән. Лекин бу мәсилә сиясәт бәлгүлигүчиләрниң күн тәртипидики наһайити муһим мәсилиләрниң бири " дәп көрситиду.

Җавниң әскәртишичә, мунасивәтлик даириләр нопус билән байлиқ тәқсиматидики җиддий мунасивәт, хитайдики нурғун аилиләр "яшлар қериларни беқиш" әнәнисидин ваз кәчсә, буниң хитай иҗтимаий суғурта сестимисиға елип келидиған бесими қатарлиқлар үстидә тәтқиқат елип баридиғанлиқини билдүрди.

Хитай даирилири пиланлиқ туғут сиясити йолға қоюлған 30 йилдин бери, хитайда 4 милйон адәмниң аз туғулғанлиқини, әгәр бир пәрзәнтлик түзүм бикар қилинса хитай нопусиниң йәнә шиддәтлик көпийип кетишидин әнсиримәктә. Лекин йәнә бәзи мутәхәссисләр бир пәрзәнтлик түзүм нәтиҗисидә яшанғанларниң нисбити көпийиватқанлиқини, униң әр - аяллар тәңпуңлуқиниң бузулушиға сәвәбчи болуватқанлиқини агаһландурмақта. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.