Хитай, түркийә билән болған һәрбий һәмкарлиқни күчәйтишни үмид қилди


2005.04.04

Хитай азадлиқ армийисиниң баш шитаб қомандани ляң гуаңлйе дүшәнбә күни бейҗиңда түркийә һава армийә қомандани генерал полковник ибраһим фиртинаниң зияритини қобул қилғанда, хитай һөкүмитиниң түркийә билән болған һәрбий һәмкарлиқни күчәйтишни халайдиғанлиқини билдүрди.

Ляң гуаңлйе сөзидә йәнә, хитай һөкүмитиниң түркийә армийиси билән болған мунасивәтни күчәйтиш үчүн актип қәдәмләрни бесип кәлгәнликини, шундақла икки тәрәп армийиси оттурисидики мунасивәтниң буниңдин кейин йеңи бир басқучқа көтүрүлишигә ишинидиғанлиқини билдүрди.

Генерал ибраһим фиртина, икки тәрәпниң һәрбий җәһәттики һәмкарлиқиниң көрүнәрлик илгирләш һасил қилишини үмид қилидиғанлиқини билдүрүш билән тәң, түркийә һөкүмитиниң "бир җуңго" принсипида чиң туридиғанлиқини изһар қилған.

Генирал фиртина йәнә, түркийиниң йәр йүзидә сүний һәмраһ понкити қуруш, суний һәмраһ қоюп бериш вә һәрбий тәлим-тәрбийә саһәлиридә хитай билән һәмкарлишишни халайдиғанлиқини билдүргән.

Түркийә һава армийә қомандани ибраһим фиртина йәкшәнбә күни хитайға йетип кәлгән болуп, у йәнә, хитай азадлиқ армийисиниң һава армийә қомандани чяв чиңчен биләнму көрүшкән. Униң хитайдики зиярити таки 4 - айниң 7 - күнигичә давамлишидикән. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.