Хитай түркмәнистан билән тәбий газ келишими имзалиди
2006.04.03
Хитай дөләт рәиси ху җинтав дүшәнбә күни хитайни зиярәт қиливатқан түркмәнистан президенти сәпәр мурад ниязоф билән хитайға тәбий газ сетиш вә хитай - түркмәнистан арисида газ турубиси ятқузуш мәсилиси бойичә келишим имзалиди. Лекин һәр иккила тәрәп келишимниң конкрет мәзмунини ашкарилимиди.
Икки дөләт рәһбири оттурисида имзаланған келишим " туруба ятқузуш бойичә омуми келишим " дәп аталған. Бу келишим түркмәнистандин хитайға тәбиий газ импорт қилиш мәзмунлирини өз ичигә алиду. Хитай даирилири йеқинқи йиллардин бери русийә, қазақистан қатарлиқ қошна әлләрдин тәбий газ вә нефит сетивелиш, туруба ятқузуш қатарлиқ һәмкарлиқ түрлиригә көпләп мәбләғ селиш арзусини ипадилимәктә.
Көзәткүчиләрниң қаришичә, бейҗиң даирилири деңиз арқилиқ нефит вә тәбий газ йөткәшкә қариғанда қуруқлуқ арқилиқ турубида йөткәшни техиму бихәтәр, дәп қаримақта икән. Қазақистан өткән йили уйғур аптоном райониға тутишидиған нефит туруба йолини ясиди. Өткән айда русийә президенти владимир путин сибирийидин хитайға тутишидиған нефит - тәбий газ турубиси ятқузидиғанлиқини җакарлиған.
Ху җинтав дүшәнбә күни ниязофни хәлқ сарийида күтүвалди. Икки дөләт тәбий газ келишими имзалаш билән биргә түркмәнистанни қәрз пул билән тәминләш келишимигә имза қойған. Болупму террорчилиқ вә диний әсәбийликкә қарши туруш тоғрисида вәдинамә имзалап, диний әсәбийликкә қарши туруш мәсилисидә ортақ чүшәнчигә игә икәнликини тәкитлиди. (Әркин)