10 Йил ичидә 40 миң киши хитай түрмилиридин ақлинип қоюп берилгән


2007.04.01

Йәкшәнбә күни хитай алий сотиниң қанун тәтқиқат хадиминиң хитай мәркизи телевизийә мухбириға ашкарлишичә, 1996 - йилидин 2006 - йилиғичә болған 10 йил ичидә, хитайниң һәр қайси өлкә һәм шәһәрлиридә қолға елинған җәмий 40 миңдин көпрәк киши ақлинип қоюп берилгән.

2006 - Йили җинайәт гумандари дәп рәсмий қолға елинған җәмий 1713 кишигә қанун тармақлири "гунаһсиз" дәп һөкүм қилип қоюп бәргән.

Мәзкур хадимниң билдүрүшичә, гәрчә хитайда 1997 - йилидин башлап җинайәтчиләрниң җинайи җазасини бекитиштә сот орунлири җинайәт өткүзгәнләргә қанун бойичә һөкүм елан қилиш, бигунаһлиқи испатланғанларни қоюп бериш принсипи бойичә иш көрүш үчүн тиришиватқан болсиму буни ишқа ашуруш йәнила интайин мүшкүл бир җәрян болмақта икән.

Хитайда сиясәт қанундин үстүн орунда болғачқа, қанунниң иҗра қилиниши адил болмай кәлмәктә болупму сиясий җинайәт билән қолға елинғанларниң қануний һоқуқлириға капаләтлик қилиш техиму мумкин әмәс. Хитай һөкүмити өзиниң арзулирини тинчлиқ йоли билән ипадә қилған уйғурларниму бигунаһ түрмиләргә алмақта. -1997Йили -5 феврал или вәқәси җәрянида нәччә миң уйғур яшлири хитай даирлири тәрипидин бигунаһ қолға, бир қисимлириға өлүм җазаси берилгәндин сирт көпинчиси һазирғичә түрмиләрдә ятмақта. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.