Хитай компартийисиниң йиғини һарписида, шаңхәйдики бир өктичи тутулди


2004.09.13

Хитай сақчи даирилири , хитай компартийисиниң 16 - нөвәтлик 4 - омумий йиғиниға мәктуп сунуш үчүн тәйярлиқ қиливатқан шаңхәйдики бир демократик паалийәтчини қолға алған.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда,хитайдики әмгәк билән өзгәртиш түзүмини бикар қилиш йолида паалийәт елип бериватқан ли готав өткән пәйшәнбә күни шаңхәй сақчи даирилири тәрипидин тутулуп, йәттә саәт сорақ қилинған. Сақчилар кийин уни өйидә нәзәр бәнд астиға елип, униң бейҗиңға берип мәктуп сунушини чәклигән һәмдә уни сиясий җәһәттин сәзгүр мәзгилдә ”хата сияси көз қарашлар“ни тарқатмаслиқ һәққидә агаһландурған.

Хәвәрдин мәлум болишичә, һазир хитайдики 160 тин артуқ демократик паалийәтчи бирликтә очуқ хәт йезип, хитай һөкүмитидин ли готавни қоюп беришини тәләп қилған. Хитай һөкүмити даим бирәр чоң йиғинларниң һарписида сияси көз қариши охшаш болмиған кишиләрни бастуриду. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.