Хитай сақчилири бейҗиңдики әрз сунғучиларни тутқун қилди


2005.02.24

Хитай сақчилири пәйшәнбә күни бейҗиңдики мәркизи компартийә мәктипигә йиғинға кәлгән хитай рәһбәрлиригә әрз ейтмақчи болған бир қисим кишиләрни тутқун қилди.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң өйидин мәҗбурий көчүрүлгән бир әрздарниң сөзини нәқил кәлтүришичә, тәхминән ондәк киши өз дәрдини ейтиш үчүн, сәйшәнбә күни мәркизи компартийә мәктипигә киришкә тәмшәлгинидә, сақчилар уларни тутуп кетип, қисқа вақиттин кийин қоюп бәргән.

Әрздарлар чаршәнбә вә пәйшәнбә күнлири йәнә мәркизи компартийә мәктипиниң алдиға барғинида, сақчилар уларни машиниға бесип, әтраптики сақчиханиға елип кәткән.

Хәвәрдә ийтилишичә, буниң алдида хитай дөләт рәиси ху җинтав һөкүмәт әзалири вә компартийә әзалириға, җәмийәттики иҗтимаий гуруппилар оттурисидики зиддийәтни тәңшәшниң муһимлиқини тәкитләп, хитайда бир параван җәмийәт қуруп чиқидиғанлиқини көрсәткән. Буни телевизордин аңлиған юқириқи әрздарлар, өз дәрдини хитай рәһбәрлиригә төкидиған пурсәт йитип кәлди дәп қарап, хитай мәркизи компартийә мәктипигә берип әрз сунушни тоғра тапқан. Әмма улар дәрдлирини аңлитидиған бирәрму йочуқ тапалмиған. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.