Бейҗиңда сақчилар җим олтурувалған әрз - шикайәтчиләрни қолға алди
2005.03.07
Хитай хәлқ қурултийи билән хитай сияси мәслиһәт кеңишиниң мәмликәтлик йиғини бейҗиңда ечиливатқан бир чағда, бейҗиң шәһиридики сақчилар дүшәнбә күни тйәнәнмин мәйданида җим олтурувалған 20 нәпәр әзр- шикайәтчини қолға алған. Мәтбуатлар қолға елинғанлар ичидә өсмүрләрниң барлиқини хәвәр қилди.
Ройтерс ахбарат агентлиқиниң нәқ мәйдандики вәқәни өз көзи билән көргүчиләрниң сөзини нәқил кәлтүрүшичә, қолға елинғанлар бейҗиңға әрз - шикайәт үчүн кәлгән деһқанлар болуши мумкин болуп, сақчилар уларни елип маңғанда " биз гунаһсиз" дәп вақириған. Бирақ сақчилар әрз - шикайәтчиләрни болкивай машиниға мәҗбури селип, елип кәткән. Шуниң билән биргә сақчилар әтраптики мухбирларниң вәқәни рәсимгә тартишини шундақла вәқә тоғрисида хәвәр беришини чәклигән.
Вәқәни өз көзи билән көргән йәнә бир кишиниң ройтерс ахбарат агентлиқи мухбириға билдүрүшичә, әрз - шикайәтчиләрниң бири " дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" ға қарши турайли дәп товлиған.
Хитай һөкүмити, сияси мәслиһәт кеңиши шундақла хәлқ қурултийиниң йиғини башлинишниң алдида бейҗиң шәһиридики бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтип, бейҗиң шәһиригә кирип чиқидиған шәхсләр шундақла машина - аптомобилларни қаттиқ назарәт астиға алған. Хитай компартийисиниң бихәтәрлик ишлириға мәсул сияси биро әзаси лугән, икки йиғин җәрянида " дүшмән күчләр" гә давамлиқ зәрбә беридиғанлиқини билдүргән иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- "Шинҗаң вәкилләр өмики" ниң қурултайға бәргән тәклипи, уйғурларға хитай тил маарипини күчәйтиш болди
- Бейҗиң сақчилири америкилиқ фото мухбирини урди
- Хитай сиясий кеңәш йиғинида "бөлүнүшкә қарши қанун лайиһиси"қизиқ темиға айланди
- Хәлқ вәкиллири бейҗиңгә кәлгәндә, һөкүмәт сақчилири хәлқни тутқун қилған
- Хитай сақчилири икки йиғинниң һарписида бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтти