Диң җув шәһириниң сабиқ партком секритари тупрақни қанунсиз игиливелиш сәвәбидин қолға елинди
2005.07.10
6 - Айниң 11 - күни хебей өлкиси диңҗув шәһири шеңю наһийисидә йүз бәргән аһалиларниң һуҗумға учриғанлиқ дилоси, амминиң қаттиқ наразилиқ билдүрүши сәвәбидин җиддий тәкшүрүлмәктә.
Франсийә агентлиқиниң хитай яшлар гезити хәвирини нәқил кәлтүрүшичә, нөвәттә мәзкур дилоға четишлиқ шеңю наһийисиниң үч нәпәр партийә секритари партийидин қоғлап чиқирилған.
Буниңдин сирт, диңҗув шәһири парткоминиң сабиқ секритари хе фең, диңҗув шәһири кәййүән наһийисиниң сабиқ секритари яң җиңкәйләр қолға елинған болуп, сақчилар, уларниң җинайитини чоқум ениқлап чиқип қанун бойичә бир тәрәп қилидиғанлиқини билдүргән. Сақчилар йәнә, дилоға четишлиқ 248 нәпәр гумандардин 106 сини қанун бойичә тәкшүрүш арқилиқ 21 адәмни рәсмий қолға алған.
11 - Июн күни, шеңю наһийә аһалилириниң земинлирини мәҗбурий тартивилиш җәрянида йүз бәргән уруш - чеқиш вә һәтта өлүм вәқәси, хитай даирилирини қаттиқ алақзадә қилипла қалмастин, хәлқара мәтбуатлар вә хитайниң ички мәтбуатлириниму җиддийләштүрвәткән иди.
Мәзкүр вәқәдин кейин, хебей өлкиси диңҗув шәһириниң рәһбәрлири шеңю наһийә аһалилиридин һал сорап, уларниң қийинчилиқ мәсилилирини һәл қилишқа тиришқан.
Күзәткүчиләрниң ейтишичә, хитайда йүз бериватқан амминиң наразилиқ һәрикәтлири хәлқараниң бесими сәвәбидин, хитай һөкүмитини хәлқниң бу хил наразилиқ тәләплирини һәл қилишқа мәҗбурлимақта икән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайдики һөкүмәткә қарашлиқ орунларниң хиянәт қилған соммиси 10 милярд юәнгә йеқинлашқан
- Тйәнәнмендики әрзийәтчиләрниң йеқинқи әһвали
- Шаңхәй даирилири японийигә қарши намайиш өткүзгән 42 кишини тутти
- Әрз сунғучилар, давамлиқ түрдә бейҗиңға кәлмәктә
- Бейҗиңда сақчилар җим олтурувалған әрз - шикайәтчиләрни қолға алди