Хитай дөләт байриминиң һарписида, бейҗиңда тазилаш елип бармақта
2005.09.29
Баш штаби америкидики "хитай кишилик һоқуқ тәшкилати" ниң пәйшәнбә күни ашкарилишичә, хитай һөкүмити 1 - өктәбир дөләт байриминиң һарписида, бейҗиңда кәң көләмдә әрз сунғучиларни тутқун қилип тазилаш һәрикити елип бармақта.
Мәзкур тәшкилатниң билдүрүшичә, бейҗиң сақчи даирилири бир нәччә күни илгири шаңхәйдин бейҗиңға әрз сунғили кәлгән 100 дин артуқ кишини тутуп, юртиға мәҗбурий қайтуривәткән. Уларниң ичидә қери- чөрә вә аҗизларму бар икән.
Буниңдин сирт, сақчилар чаршәнбә күни йәнә бейҗиң ғәрбий пойиз истансисиниң йенидики әрздарлар кәнтини туюқсиз тәкшүрүп, әрздарларни юртлириға мәҗбурий қайтурған. Әһвалдин хәвәрдар кишиләрниң ейтишичә, бу хитай даирилириниң 1 - өктәбирдин бурунқи "чоң тазилаш" һәрикитиниң бир қисми болуп, сақчилар мушу бир икки күн ичидә йәнә бейҗиңдики һәр қайси меһманханиларни тәкшүридикән.
"Хитай кишилик һоқуқ тәшкилати" хитай һөкүмитиниң байрам һарписида әрздарларни мәҗбурий қайтурған бу хил қанунсиз қилмишини қаттиқ әйиблиди. Әмма бейҗиң сақчи даирилири бу һәқтә ипадә билдүрүшни рәт қилди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кишилик һоқуқ тәшкилати хитайдин яв фушинни қоюп беришни тәләп қилди
- Хитай, бир америкилиқ хитай содигирини җасуслуқ билән әйибләп қолға алди
- Хитай һөкүмити хоңкоңниң бир мухбирини җасуслуқ қилиш билән сотлиди
- Диң җув шәһириниң сабиқ партком секритари тупрақни қанунсиз игиливелиш сәвәбидин қолға елинди
- Тйәнәнмендики әрзийәтчиләрниң йеқинқи әһвали