Хитай һөкүмити дуңҗу йезисида йүз бәргән вәқәни тәшкиллигән дәп үч кишини қолға алди


2005.12.19

Хитай һөкүмити 19 - дикабир күни гваңдуң өлкиси дуңҗу йезисида елип берилиған намайишни қозғиған дәп әйибләп үч кишини қолған алди.

Көпчиликкә мәлум болғандәк, өткән һәптә, һөкүмәтниң електир истансиси қуруш пиланиға қарши намайиш өткүзгән дуңҗу йеза аһалиси билән хитай сақчилири оттурисида йүзбәргән тоқунушта, үч намайишчи хитай сақчилири тәрипидин етип өлтүрүлгән иди. Лекин йеза хәлқи аз дегәндә 9 кишиниң сақчилар тәрипидин тутулғанлиқини вә 6 - декабир күнидики вәқәдә 30 әтрапида кишиниң өлтүрүлгәнликини билдүрмәктә.

Хәвәрләргә қариғанда, бу вәқә хитай бихәтәрлик қисимлириниң 1989 - йили тйәнәнмин мәйданида елип барған бастуруш һәрикитидин кейин, хитай ичидә елип барған әң қанлиқ бастуруш һәрикити һесаблинидикән.

Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, дуңҗу йезиси хәлқи, һөкүмәтниң йеза аһалисидин үч кишиниң намайишни тәшкиллигән дәп тутуп кетишигә қаттиқ наразилиқ билдүрүп, бу үч кишиниң дуңҗу вә униң әтрапидики йезиларда яшайдиған 20, 30 миң кишиниң ирадисигә вәкиллик қилидиғанлиқини тәкитлигән. Йеза хәлқи шундақла һөкүмәтниң 6 - декабирдики вәқә гә четишлиқ дәп йәнә нурғун кишиләрни қолға елишидин әндишә қилидиғанлиқини билдүргән.

Хитай һөкүмити йәкшәнбә күни, кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә паалийәтчилириниң бесими нәтиҗисидә, 6 - декабир күнидики вәқәдә хитай сақчилири тәрипидин өлтүрүлгән үч кишиниң исимлирини елан қилип, йеза хәлқиниң тәләплирини орундайдиғанлиқини билдүргән иди. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.