Хитай йәнә бир өктичи язғучини қолға алди
2006.05.29
Хитай һөкүмити дүшәнбә күни чәтәлдә чиқидиған тор бәтләрдә мақалә елан қилған өктичи язғучи лю шүйни униң бир достиниң өйидин тутуп кәткән һәмдә арқидинла униң достиға телефон қилип, бу ишни сиртқа яймаслиқни агаһландурған.
Франсийә агентлиқиниң мәлум қилишичә, лю шүй илгири хитай һөкүмити тәрипидин " 4- ийон" тйәнәнмен вәқәсигә актип қатнашқанлиқи билән тутуш буйруқи чиқирилған һәмдә 15 айлиқ әмгәк билән өзгәртишкә һөкүм қилинған иди. У кейин мухбир вә тәһрирлик хизмәтлирини өтигән һәмдә у җәрянда һөкүмәттики натоғра ишларни паш қилғанлиқи үчүн көп қетим түрмигә соланған.
У йәнә чәтәлдә хитайчә көрситилидиған "бошүн" тор бетидә хитай һөкүмитини әйибләп язған мақалилири сәвәбидин шенҗен даирилириниң қара тизимликигә йәнә бир қетим чүшүп қалған. Лекин сақчи даирилири һазирғичә бу һәқтә һечқандақ инкас қайтурмиди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити "ню - йорк вақти гезити" ниң мухбири җав йәнни қайта сотлайду
- Хитай һөкүмити чәтәл мәтбуатлириниң хитайға киришини чәкләшкә башлиди
- Тор бәт башқурғучилири хитай һөкүмәт бәлгилимисигә қаршилиқ көрсәтмәктә
- Хитай, чирикликни паш қилған бир мухбирни қолға алди
- Хитай, ню - йорк вақти гезити мухбири җав йәнни әйибләштин ваз кәчти