Наразилиқ билдүргән ишчилар хитай сақчилири тәрипидин тутқун қилинди
2006.08.02
Маашиниң төвән болуши вә иш шараитиниң начарлиқи сәвәбидин наразилиқ билдүргән гуаңдуңдики мәлум бир завут ишчилири билән сақчилар арисида тоқунуш йүз берип, нәтиҗидә сақчилар 7 ишчини тутуп кәткән һәмдә тоқунушта бир ишчи еғир яриланған.
Ню-йорктики хитай әмгәкчиләр көзитиш тәшкилатиниң билдүрүшичә, гуаңдуңниң дуңгуән шәһиридики бу оюнчуқ ясаш завути хоңкоңдики мертон чәклик ширкитигә тәвә болуп, мәзкур ширкәт ройтерс агентлиқиға һәқиқәтән бу вәқәниң йүз бәргәнликини, шундақла уларниң һазир бу әһвал үстидин тәкшүрүш елип бериватқанлиқини билдүргән.
Бу оюнчуқ ясаш завутида 11000 ишчи ишләйдиған болуп, улар америкидики макдоналдс, маттел вә диснейға охшаш бир қанчә чоң ширкәтләрни бу оюнчуқлар билән тәминләйдикән. Әмма юқиридики ширкәтләр техи бу һәқтә инкас қайтурушни рәт қилди.
Хитай әмгәкчиләр көзитиш тәшкилати, мәзкур завуттики ишчиларниң хелидин бери, маашиниң төвән болуши вә завут шараитиниң начарлиқи сәвәбидин завут рәһбәрлиригә әрз сунған һәтта намайишларниму орунлаштурған икән. Әмма һәммила қетимда бу ишқа сақчилар арилишип, һәтта бәзилирини уруп яриландурған.
Хитай завутлиридики мааши төвән вә шараити начар болуш әһвали һәмдә шуниңға охшаш ишчиларни мәҗбурий артуқ ишлитиш мәсилилири йеқинқи йиллардин буян барғансери кишиләрниң деққитини тартидиған мәсилигә айлинип қалди. (Пәридә)