Чегрисиз мухбирлар тәшкилати : хитай өзиниң йеңи ахбарат бәлгилимисигә һөрмәт қилиш керәк
2007.12.28
Хитай дөләт кабинти қармиқидики учурлаштуруш хизмити ишханисиниң мәсули сәй вушиң пәйшәнбә күни хитай һөкүмити бу йил 1 - айдин башлап йолға қойған ахбарат әркинликини кеңәйтиш тоғрисидики йеңи бәлгилиминиң бейҗиң олимпик мусабиқисидин кейинму үзлүксиз күчкә игә болуш еһтимали барлиқини билдүргәндин кейин, мәркизи париждики чегрисиз мухбирлар тәшкилати хитайниң бу вәдисигә гуман билән қарайдиғанлиқини билдүрди.
Мәзкур тәшкилат җүмә күни елан қилған баянатида бу хитай даирилириниң һазирға қәдәр бәргән нурғун вәдилириниң бири, дәп көрсәтти шундақла муһими уни узартиш әмәс, бәлки униңға риайә қилиштур, дәп әскәртти.
Хитай даирилири бу йил 1 - айниң 1 - күнидин башлап йолға қоюшқа башлиған йеңи ахбарат бәлгилимисидә чәтәллик мухбирларниң хитайдики һәр қайси өлкә - аптоном районларға беришиға рухсәт бериш вә халиған адәмни зиярәт қилишиға болидиғанлиқини илгири сүргән болсиму, лекин уйғур или, тибәт яки ичкиридики тоқунуш йүз бәргән сәзгүр районларни зиярәт қилған чәтәллик мухбирлар агаһландурулған. Көзәткүчиләрниң әскәртишичә, йеңи ахбарат бәлгилимиси тибәт билән уйғур илини өз ичигә алмайдиған болуп, бу районларни зиярәт қилиш үчүн йәнила даириләрниң тәстиқини елишқа тоғра келидикән.
Чегрисиз мухбирлар тәшкилати мәзкур бәлгилимә йолға қоюлғандин бери, 65 нәпәр чәтәллик мухбирниң тутқунға учриғанлиқини, таяқ йигәнликини, тосқунлуққа вә тәһдиткә учриғанлиқини билдүрди шундақла 26 - декабир күни гуаңдуңниң дуңҗу йезисида йүз бәргән тоқунушни хәвәр қилмақчи болған бир нәпәр бирләшмә ахбарат агентлиқи мухбириниң сақчилар тәрипидин тутуп қелинғанлиқини әскәртти. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бейҗиң сақчилири әркин қәләмкәшләр җәмийитиниң йиғилишини баситуруши мумкин
- Йеқиндин буян хитайниң кишилик һоқуқ хатириси, адәттин ташқири диққәткә сазавәр болмақта
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати явропа парламентниң хитайда пикир әркинликини йолға қоюш һәққидики қарар лайиһисини алқишлиди
- явропа парламенти хәлқара олимпик комитетини кишилик һоқуқи мәсилисидә хитайға бесим ишлитишкә чақирди
- Кишилик һоқуқ биринчи иттипақи хитайниң интернетни чәкләш һәрикәтлирини әйиблиди
- Ахбарат әркинлик тәшкилати хитайға киргүзүлмиди
- Хитайниң олимпик һарписидиму кишилик һоқуқни давамлиқ дәпсәндә қиливатқанлиқи ашкариланмақта
- Хәлқара мухбирлар тәшкилати олимпик комитетини хитай мәсилисидә әйиблиди
- Голландийә мухбирлири уйғур елидә сақчиларниң паракәндичиликигә учриди