Хитайда һәр йили 30 дәк киши хата һөкүмгә учрайду
2006.11.20
Хитай мәтбуатиниң дүшәнбә күни хитай алий тәптиш мәһкимисиниң муавин башлиқи ваң җәнчүнниң сөзлирини нәқил кәлтүрүп хәвәр қилишичә, хитайда һәр йили сақчиларниң қейин-қистақ билән иқрар қилдуруши нәтиҗисидә 30 дәк киши үстидин хата һөкүм чиқирилидикән.
Бейҗиң һөкүмити хитайда наһайити көп учрайдиған, сақчиларниң қейин -қистақ билән кишиләргә ишлимигән җинайәтни иқрар қилдуруш һәрикитини тохтитиш үчүн җиддий тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини билдүрмәктә.
Бу йил 7- айда хитай һөкүмити тәрипидин елан қилинған йеңи бәлгилимидә, кишиләрни иқрар қилдуруш үчүн уруш вә ач қоюш қатарлиқ қейин -қистақ усуллирини ишләткән сақчиларниң сотқа тартилидиғанлиқи билдүрүлгән. Лекин һөкүмәтниң бу тоғридики бәлгилимисидә, иқрар қилдуруш үчүн кишиләрни уруп қийниған сақчиларниң қандақ җазаларға учрайдиғанлиқи һәққидә тохталмиған.
Март ийида йолға қоюлған йәнә бир бәлгилимидә, сақчи даирилиридин адәм өлтүрүш вә тәшкиллик җинайәт қатарлиқ делолар билән мунасивәтлик елип берилған пүтүн сорақларни үналғу вә синалғу линтисиға елиши тәләп қилинған иди.
2005- Йили април ейида, сичүән өлкилик оттура соти, қейин-қистақ билән яки мәҗбурий елинған иқрар вә дәлилләрниң сотта ишлитлишигә рухсәт берилмәйдиғанлиқи тоғрисида қарар чиқарди. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң тәшәббүсигә қаримастин өлүм җазасини сақлап қалидиғанлиқини билдүрди
- Шенҗен шәһиридә бәш нәпәр сотчи қолға елинған
- Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайниң өлүм җазасини бикар қилишини тәләп қилди
- Хитай алий сот мәһкимиси өлүм җазаси беришни бекитиш һоқуқини қайтурувалди
- Чиңхәйдә қораллиқ лүкчәкләргә өлүм җазаси бериш һәққидики һөкүм қайтидин күчкә игә болған