5 Нәпәр сичуәнлик деһқан хитай сақчилири тәрипидин думбаланди
2005.05.04
Америкидики хитай кишилик һоқуқ тәшкилатиниң мәлум қилишичә, сичуән өлкисидә йеқинда йүз бәргән деһқанлар намайиши мәзгилидә, хитай сақчилири уларниң арисидики бәш нәпәр деһқанни уруп еғир яриландурған.
Икки миңдин ошуқ деһқан өткән айда сичуәнниң зигоң шәһиридә намайиш башлиған болуп, улар йеңи шәһәр башлиқидин һөкүмәт 1993 - йили тартивалған йәрләр үчүн деһқанларға техиму көп төләм беришни тәләп қилған.
Шу сәвәбтин уларниң арисидики 100 дәк деһқан хәлқ мәйдани алдиға берип, шуар вә лозункилар билән наразилиқини ипадилигән. Лекин нәччә йүзгә йеқин хитай сақчилири буйруқ билән хәлқ мәйданиға йетип келип, деһқанларниң намайиш матирияллирини мусадирә қилған. Нәтиҗидә тоқунушта сақчилар қаршилиқ билдүргән 20 дәк деһқанни уруп яриландурған. Уларниң арисидики 5 иниң яриси бир қәдәр еғир икән. Һәтта сақчилар йәнә 80 дин көп деһқанни тутуп кәткән.
Хитай кишилик һоқуқ тәшкилатиниң мәлум қилишичә, бу деһқанларниң деһқанчилиқ йәрлири һөкүмәт тәрипидин мәҗбурий тартивелинған болуп, шундин буян улар изчил һөкүмәттин төләм тәләп қилип кәлгән икән. (Пәридә)