Вин җиябав киләр һәптә русийидә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бихәтәрлик йиғиниға ‎қатнишиду

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, хитай баш министири вин җябав келәр ‎чаршәнбә күни шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бихәтәрлик йиғиниға қатнишиш ‎үчүн русийигә бариду. ‎

Ройтирс агентлиқниң хәвиригә қариғанда, хитай вә русийиниң йетәкчиликидики шаңхәй ‎һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң баш минситирлири төтинчи қетимлиқ учришишиниң ‎асаслиқ күнтәртиби техи елан қилинмиған. ‎

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати, бу йил 7 - айдики йиғинида, америка қисимлириниң ‎өзбекистандики һава армийә базисидин чекинип чиқип кетишни тәләп қилған иди. ‎

Хәвәрдә ейтилишичә, хитай мәзкур тәшкилатта йетәкчи рол ойнаватқан болуп, у әзалар ‎арисидики иқтисадий мунасивәтни күчәйтишни тәшәббус қилипла қалмай йәнә мустәқил ‎шәрқий түркистан дөлити қурушни истәватқан гуруппиларни бастуруш җәһәттики һәмкарлиқни ‎күчәйтишкә алаһидә әһмийәт бәрмәктә. ‎

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати чегра бихәтәрликини қоғдаш намида қурулғандин буян, ‎өз тәсир даирисини кеңәйтишкә урунмақта. Болупму 11 - сентәбир вәқәсидин кийин, хитай ‎вә русийә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати арқилиқ америкиниң оттура асиядики тәсиригә ‎тақабил турушни истимәктә. (Арзу)‎

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org