Вин җиябав киләр һәптә русийидә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бихәтәрлик йиғиниға қатнишиду
2005.10.20
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, хитай баш министири вин җябав келәр чаршәнбә күни шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бихәтәрлик йиғиниға қатнишиш үчүн русийигә бариду.
Ройтирс агентлиқниң хәвиригә қариғанда, хитай вә русийиниң йетәкчиликидики шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң баш минситирлири төтинчи қетимлиқ учришишиниң асаслиқ күнтәртиби техи елан қилинмиған.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати, бу йил 7 - айдики йиғинида, америка қисимлириниң өзбекистандики һава армийә базисидин чекинип чиқип кетишни тәләп қилған иди.
Хәвәрдә ейтилишичә, хитай мәзкур тәшкилатта йетәкчи рол ойнаватқан болуп, у әзалар арисидики иқтисадий мунасивәтни күчәйтишни тәшәббус қилипла қалмай йәнә мустәқил шәрқий түркистан дөлити қурушни истәватқан гуруппиларни бастуруш җәһәттики һәмкарлиқни күчәйтишкә алаһидә әһмийәт бәрмәктә.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати чегра бихәтәрликини қоғдаш намида қурулғандин буян, өз тәсир даирисини кеңәйтишкә урунмақта. Болупму 11 - сентәбир вәқәсидин кийин, хитай вә русийә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати арқилиқ америкиниң оттура асиядики тәсиригә тақабил турушни истимәктә. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Вен җябавниң явропа вә русийә зиярити кечиктүрүлди
- Хитай дөләт мудапиә министири қазақистанни зиярәт қилди
- Хитай дөләт мудапиә министири таҗикистан қатарлиқ оттура асия әллиридики зияритини башлиди
- Түркмәнистан мустәқил дөләтләр һәмдостлуқидин чиқип кәтти
- Мустәқил дөләтләр һәмдостлуқи парчилинишқа қарап йүзләнмәктә