Хитай баш министири вен җябав, әмәлдарларни "иҗтимаий адаләт" кә чақирди
2006.01.27
Хитай баш министири вен җябав җүмә күни чаған байрими мунасвити билән сөзлигән нутуқида, хитай әмәлдарлирини " иҗтимаий адаләт" кә диққәт қилиш тоғрисида агаһландурди. Бу вен җйбавниң йеқиндин бери иҗтимаий адаләт тоғрисида қилған бир қатар чақириқлириниң бир қисими. У, өткән йили 12 - айда йәрлик һөкүмәтләрниң йәр земин мәсилисини бир тәрәп қилишта тарихий хаталиқ өткүзгәнликини тәнқид қилған.
Шинхуа ахбарат агентлиқи, вен җябавниң чаған байримини күтүвелиш зияпитидә һөкүмәт" хәлқниң җапа - мушәқәтлик хизмәт вә турмуш шараитини яхшилаш үчүн тиришиду " дәп сөзлигәнликини хәвәр қилди. У, җуңго һөкүмити иҗтимаий параванлиқ, тиббий давалаш вә муһит қатарлиқ хәлқ аммисиниң наразилиқи күчлүк мәсилиләрни һәл қилиш қәдимини күчәйтиду, дәп тәкитлигән. Шуниң билән биргә вен җябав, "иҗтимаий муқимлиқни" сақлашқа вәдә бәрди.
Хитай пуқралириниң әнәниви чаған байрими шәнбә күни кәчтә башлиниду. Вен җайбавниң чаған байрими нутуқидин бир күн илгири хитай мәтбуатлири дөләт рәиси ху җинтавниң йеза тәрәққиятиға көңүл бөлүш тоғрисидики чағанлиқ тәбрик сөзини елан қилған.
Ройтерс ахбарат агентлиқиниң тәкитлишичә, бу йил 3 - айда чақирилидиған хитай хәлқ қурултийи йиғини хитайниң йеңи бәш йиллиқ тәрәққият пиланини музакирә қилғанда йеза -кәнт тәрәққиятиға мәбләғ аҗритиш мәсилисини музакирә қилиши мүмкин. Вен җябав өткән йили 12 - айда қилған сөзидә йеза - кәнтләр мәсилисини җуңго җәмийитидики муқимсизлиқниң сәвәби, дәп көрсәткән. Америкида вапат болған хитай язғучиси лю биңйән, диһқанларни "җуңгониң мустәмликиси " дәп атиған иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Вен җябав хоңкоңлуқларни мәсилини бирликтә һәл қилишқа чақирди
- Вин җябав зияритиниң һарписида, кишилик һоқуқ паалийәтчилири прагада намайиш өткүзди
- Хитай, русийә баш министирлири бейҗиңда йепиқ сөһбәт өткүзди
- Вин җиябав киләр һәптә русийидә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бихәтәрлик йиғиниға қатнишиду
- Вен җябавниң явропа вә русийә зиярити кечиктүрүлди