Вен җябав мисирни зиярәт қилди
2006.06.18
Африқидики бир һәптилик зияритини давам қиливатқан хитай баш министири вен җябав мисирға келип, мисир президенти һөсни мубарәк билән көрүшти һәмдә икки тәрәпниң сода мунасивитини күчәйтиш тоғрисида сөһбәтләшти.
Буниң алдида вен җябав қаһирәдә мисир баш министири муһәммәд назиф билән нефит, тәбиий газ, саяһәт вә учур-алақә қатарлиқ саһәләрдин болуп 10 түлүк сода һәмкарлиқ келишимини мақуллиди. Шундақла вен җябав мисирға йәнә 50 миң америка доллири қәрз пул берип турушқа мақул болған. Хитай билән мисирниң өткән йиллиқ сода соммиси 2 милярд америка доллириға йәткән.
Вен җябав бу қетимлиқ сәпиридә йәнә ганго, җәнубий африқа, гана, танзанийә қатарлиқ африқидики 7 дөләтни зиярәт қилмақчи. Сиясий анализчилар хитайниң дөләт ичидики иқтисадий тәрәққиятқа әгишип күнсайин ешиватқан енергийә еһтияҗини қандуруш үчүн африқа әллири билән болған мунасивәтни күчәйтиватқанлиқини көрсәтмәктә. Әмма вен җябав бу қарашни инкар қилди.
Хитай әмәлдарлириниң африқиға қаратқан зиярити йеқинқи йиллардин буян көп елип берилған болуп, буниңдин техи икки ай илгири хитай рәиси ху җинтав африқа дөләтлирини зиярәт қилип кәткән иди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Вен җябав хитайниң һәрбий селинмидики артишини ақлиди
- Хитай баш министири вен җябав уйғур аптоном район вәкиллирини қобул қилди
- Хитай баш министири вен җябав, йеза тәрәққиятиға мәбләғ селишни күчәйтишкә вәдә бәрди
- Хитай баш министири вен җябав, әмәлдарларни "иҗтимаий адаләт" кә чақирди
- Вен җябав хоңкоңлуқларни мәсилини бирликтә һәл қилишқа чақирди









