Хенәндики бир көмүр кан вәқәсидә аз дигәндә 62 адәм өлди


2004.10.21

Хитайниң хенән өлкиси шинми шәһиридики бир көмүр канда чаршәнбә күни кәчтә шиддәтлик газ партлаш вәқәси йүз берип, һазирғичә аз дегәндә 62 адәм өлди, йәнә 80 дин артуқ кан ишчисиниң из- дерики тепилмиди.

Радийомиз хитай бөлиминиң игилигән мәлуматлириға қариғанда, вәқә йүз бәргән кан җенмей көмүр кан гороһиға тәвә дапиң көмүр кени икән. Кан қудуқи астидики газ зичлиқиниң ишип кетишигә һава өтүшүш сестимисиниң тоғра башқурулмиғанлиқи сәвәб болса, партлашни кәлтүрүп чиқарған сәвәб ток сайманлириниң кониришидин чақмақ чиқип кәткән болиши момкин икән.

Вәқә йүз бәргәндә кан астида 446 адәм мәшғулат елип бериватқан болуп, улардин 298 и қечип чиқалиған. Һазирғичә 62 ишчиниң җәсити тепилған. Қалған 86 адәмниң өлүк - тириклики мәлум әмәс. Кан даирилири из дерики болмиғанларниң һаят қелиш иһтималлиқиниң асасән йоқлиқини билдүрмәктә.

Радиойимизниң игилигән мәлуматлириға қариғанда, қазаға йолуққан ишчиларниң көпинчиси ялланма деһқанлар болуп, кан даирилири вәқәгә йолуққан ишчиларниң аилилирини орунлаштуриватқанлиқини билдүргән. Әмма һазирғичә из дерики тепилмиған кан ишчиси җувхүййүниң аяли, кан даирилириниң уларниң һалидин хәвәр алмиғанлиқини көрсәткән.

Бу қетимқи вәқә, хитайда йеқинқи бир нәччә йил ичидә йүз бәргән әң еғир бир қетимлиқ кан вәқәси болуп һесаблиниду. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.