Хитайниң хенән өлкисидә йүз бәргән көмүркан партлаш вәқәсидә олгәнләрниң сани 66 гә йәтти


2004.10.22

Хитайниң хенән өлкисидики дапиң көмүр кенида йүз бәргән партлаш вәқәсидә өлгәнләрниң сани аз дигәндә 66 гә йәтти. Кан астидики 82 адәмниң һазирға қәдәр из дерики тепилмиди.

Вәқә йүз бәргән дапиң көмүр кени хенәнниң шинмин шәһиридә болуп, мәзкур кан хитайниң җинмей гуруһиға қарашлиқ көмүр канларниң бири иди. Вәқә чаршәнбә күни саәт 22:00 әтрапида йүз бәргән. Партилашниң кан астики көмүр газиниң қоюқлуқ дәриҗиси еишип кетиш нәтиҗисидә келип чиққанлиқи илгири сүрүлмәктә. Вәқә йүз бәргәндә кан астида 446 ишчи мәшғулат елип беривататти.

Вәқәдин кейин 148 ишчи кан астида қамилип қалған. Кан астида қалған ишчиларниң 66 нәпири өлгән. 82 Нәпәр ишчиниң өлүк - тириклики һазирға қәдәр мәлум әмәс. Һөкүмәт даирилири, кан астидикиләрниң һаят қелиш иһтималлиқи аз, дәп қаримақта.

Вәқә йүз бәргәндин кейин җинҗов шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик идариси нәқ мәйданни қамал қилип, мухбирларниң кан райониға киришини чәклигән. Һөкүмәт даирилири һадисигә учриған ишчиларни қутқузуш үчүн нәччә миң адәмни сәпәрвәр қилди. Бу вәқә мушу бир йил ичидики хитайда йүз бәргән әң еғир күмүр кан партлаш вәқәси болуп һисаплиниду. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.