Дапиң көмүр кенидики партлаш вәқәсидә өлгәнләрниң сани 82 гә йәтти


2004.10.24

Хитайниң хенән өлкиси дапиң көмүр кенида йүз бәргән партлаш вәқәсидә өлгәнләрниң сани 82 гә йәтти. 66 Адәмниң һазирға қәдәр из дерики елиналмиди. Қутқузуш хадимлириниң билдүрүшичә, қудуқ астида йиғилип қалған көмүр гази қутқузуш хизмитигә тосалғу яратмақта. Қутқузуш хадимлириниң кан қудуқидики шамал өткүзгүч сестимиси арқилиқ қудуқ астидики көмүр газини чиқириветишкә тиришиватқанлиқи билдүрүлди. Бирақ шинхва ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, кан астидики партлаш қудуқ йолини, ток симлирини вә транспорт қораллирини еғир дәриҗидә вәйран қилған болуп, қутқузуш хадимлириниң қудуқ астиға чүшиши мүмкин болмиған. Дапиң көмүр кенидики партлаш өткән чаршәнбә күни йүз бәргән, вәқә йүз бәргәндә 446 нәпәр ишчи кан астида мәшғулат елип беривататти.

Вәқәдә ишчиларниң 298 нәпири қечип чиққан, қалған 148 нәпәр ишчи кан астида қалған.. Қутқузуш хадимлири бир қанчә күндин бери җәсәтләрниң көп қисимини кан астидин елип чиққан. Хитай дөләт рәиси ху җиңтав билән баш министир вен җябав, кан астидики ишчиларни дәрһал қутқузуш, вәқәниң сәвәбини әстайидил тәкшүрүш тоғрисида буйруқ чүшүргән. Бирақ йәрлик даириләр, кан астидики ишчиларниң һазирғичә тирик қелиш иһтималлиқи чоң әмәс дәп қаримақта. Хитай дөләт кабинти вәқәниң сәвәбини тәкшүрүишкә мәхсус бир гуруппа тәшкиллигән. Дапиң көмүр кенидики вәқә хитайда бу йил ичидә йүз бәргән әң чоң көмүр кан вәқәси болуп һисаплиниду. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.