Хебйдики төмүр кан вәқәсидә аз дигәндә 9 адәм өлди


2004.11.21

Хебейниң шахе шәһиридики бәш төмүр канға ямриған от апитидә һазирғичә аз дегәндә 9 нәпәр кан ишчи өлди. 57 Дәк кан ишчиси йәнила кан қудуқи астида қамилип турмақта.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң билдүрүшичә, хитайниң қутқузуш әтрәтлири кан аситида қамилип қалғанларни издәшни давамлаштурмақта.

Хәвәргә қариғанда, от апити хебейдики бир төмүр канда шәнбә күни әтигән йүз бәргән. От тезлик билән ямрап әтраптики төт төмүр канғиму тутушуп кәткән. Вәқә йүз бәргәндә 106 дәк кан ишчиси қудуқ астида мәшғулат елип бериватқан болуп, һазирғичә 40 нәпири қутқузивелинған. 9 Иниң өлгәнлики мәлум болған.

Вәқәниң ток симиниң от елип кетишидин келип чиққанлиқи пәрәз қилинмақта. Хитай сақчи даирилири нөвәттә кан игилирини қолға елип, уларниң банкидики пуллирини тоңлитивәткән.

Хитайдики канлар дунядики әң хәтәрлик канлар дәп қарилидиған болуп, һәр йили нәччә миңлиған адәм һәр хил кан вәқәлиридә өлиду. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.