Хитайда йүз бәргән көмүр кан вәқәсидә өлгәнләр 200 дин ашти
2005.02.15
Хитайниң лявниң өлкисидики сүн җявән көмүр кенида йүз бәргән газ партлаш вәқәсидә өлгәнләрниң сани 203 кә йәтти. Бу хитай бойичә йеқинқи 63 йил ичидә әң көп адәм өлгән көмүр кан вәқәси болуп һесаблиниду.
Көмүр кан астидики партлаш дүшәнбә күни чүштин кейин йүз бәргән. Шинхуа ахбарат агентлиқи вәқәдә 28 ишчиниң яриланғанлиқини, 13 кишиниң кан астида техичә қалғанлиқини хәвәр қилди. Нөвәттә 180 кишилик қутқузуш әтрити кан астида қалғанларни қутқузуш үчүн тиришмақтикән. Партлаш вәқәси 242 метир чоңқурлуқтики кан қудуқида йүз бәргән. Сүн җявәндики көмүр кан, дөләт игиликидики фушин көмүр санаәт ширкитигә қарайтти.
Ройтерс ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, фушин көмүр кан ширкитидики даириләр қутқузуш хизмитиниң давамлишиватқанлиқини шундақла вәқәниң келип чиқиш сәвәбини тәкшүрүш хизмити әмди бағланғанлиқини билдүргән.
Хитай дөләт рәиси ху җинтав билән баш министири вен җябав, алақидар даириләргә кан астида қалғанларни пүтүн күчи билән қутқузуш тоғрисида буйруқ чүшүргән. Хитай дуня бойичә әң чоң көмүр санаәт дөлити шундақла көмүр канларда өлүм - йетим вәқәси дуня бойичә әң көп йүз беридиған дөләт. 2004 - Йили хитай бойичә көмүр кан вәқәлиридә өлгәнларниң сани 5 миңдин ашқан. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Лявниңдики кан партлаш вәқәсидә 25 адәм өлди
- Хитай өлкилиридә көмүргә болған еһтияҗ ашмақта
- Хитайдики бир көмүр канда йәнә партлаш вәқәси йүз бәрди
- Хитайниң шәншидики көмүр кенида йәнә 3 қетим партлаш йүз бәрди
- Шәншидики кан вәқәсидә 140 тин артуқ адәм кан астида қамилип қалди
- Хебийдики кан вәқәсидә өлгәнләрниң сани 57 гә йәтти
- Хебйдики төмүр кан вәқәсидә аз дигәндә 9 адәм өлди