Дуня сәһийә тәшкилати хитайни тоңгуз вирус тоғрисида тәтқиқат елип беришқа чақирди


2005.08.05

Дуня сәһийә тәшкилати хитайни сичүәндә байқалған тоңгуз вируси үстидин техиму кәң - көләмлик тәҗрибә вә тәтқиқат елип беришқа чақирди. Дуня сәһийә тәшкилати баянатчисиниң җүмә күни билдүрүшичә, тоңгуз вируси үстидин техиму көп тәтқиқат вә тәҗрбә елип беришни тәләп қилишидики сәвәп, кесәлни башқа амилларниң кәлтүрүп чиқириш мүмкинчилики бар- йоқлиқини айдиңлаштурушкән.

Дуня сәһийә тәшкилати сичүәндә байқалған кесәлликни йеқинқи йиллардин бери бу районда байқалған көлими әң зор шундақла әҗәллик кесәлликләрниң бири, дәп көрсәтти.

Хитай сәһийә министирлиқи җүмә күни кесәл байқалғандин бери тунҗи қетим кесәллик әһвалини елан қилди. Тоңгуз вируси тунҗи қетим бу йил 6 - айда байқалғандин бери, сичүән бойичә бүгүнгә қәдәр 38 адәм өлгән, юқумланғанларниң сани 2008 гә йәтти.

Уйғур аптоном райони сәһийә назарити тоңгуз вирусиниң мәзкур районда һазирғичә байқалмиғанлиқини елан қилди. Даириләр, алақидар органларға вирусниң алдини елиш вә һошяр болуш тоғрисида уқтуруш чүшүрүп, сичүәндин үрүмчигә чошқа гөши йөткәшни чәклигән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.